Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Йүз бәргән әһвални көргән һаким уларниң Рәббимиз Әйса һәққидики тәлимлиригә һәйран болуп, һәзрити Әйсаға ишәнди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:12
20 Referans Kwoze  

У сехиргәр бу аралниң билимлик римлиқ һакими Сергиюс Паулниң тонуши еди. Һаким Сергиюс Барнаба билән Саулни чақиртип, Худаниң сөзлирини аңлимақчи болди.


Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.


У йәрдин анчә жирақ болмиған җайда арал башлиғи Публиюсниң бир парчә йери бар еди. У бизни өйигә башлап, чин көңли билән үч күн күтти.


Шундақ қилип, Рәббимиз Әйса һәққидики Хуш Хәвәр пүтүн зимин­ға кәң тарқалди.


Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди.


Ибадәтхана қаравуллири: — Һеч ким һеч қачан бу Адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.


Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийи­лиди.


Һәзрити Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши вә ләшкәрләр зимин­ниң силкиниши вә башқа һадисиләрни көрүп, интайин қорқушқан һалда: — У һәқиқәтән Худа Оғли екән! — дейишти.


Петрус билән Юһанна йәнә шу шәһәрдә һәзрити Әйса һәққидә гувалиқ берип, Худаниң сөзини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип Хуш Хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.


Лекин һелиқи сехиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, сехиргәр дегән мәнада) қарши чиқип, һакимниң Әйса Мәсиһкә ишини­шигә тосалғулуқ қилишқа тиришти.


Йәһудий әмәсләр бу сөзни аңлап, хошал болушти вә һәзрити Әйса һәққидики бу тәлимләр үчүн Худаға мәдһийә ейтишти. Худа тәрипидин мәңгүлүк һаятни қобул қилишқа талланғанларниң һәм­миси һәзрити Әйсаға ишәнди.


Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Павлус Барнабаға: — Биз бурун Рәббимизниң Хуш Хәвирини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, мәсиһийләрниң әһвалини көрүп келәйли, — деди.


Ғаллийо Юнан өлкисиниң һакими болған вақтида, йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп сотқа апирип, униң үстидин:


Бу хизмәт икки жил давамлашти. Нәтиҗидә Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, йәһудийлар яки йәһудий әмәсләр болсун, һәммиси Рәббимиз Әйса һәққидики сөзләрдин хәвәр­дар болди.


Шундақ қилип, Рәббимиз­ниң тәлими умумйүзлүк тарқилип, зор тәсир пәйда қилди.


Әгәр Димитрий вә униң кәсипдашлириниң һәр қандақ бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ. Сорақчиларму бар. Шикайитини шу йәргә берип қилсун.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite