Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Әнди Худа сени җазаға тартиду! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди. Шу ан Әлимас көзлирини бир қара туман тосиғанлиғини сәзди. У қоллирини узитип, башқиларниң йетәклишини өтүнди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:11
18 Referans Kwoze  

сени агаһландуруп қояйки, чарва маллириңниң һәммисини, йәни ат, төгә, кала, қой вә өшкилириңни ваба кесилигә гириптар қилимән.


Мәңгү һаят Худа тәрипидин җазаға тарти­лиш немә дегән қорқунучлуқ-һә!


Бу сахта тәлим бәргүчиләр қуруп кәткән булақларға вә гүлдүри бар, ямғури йоқ булутларға охшайду. Худа уларға қап-қараңғулуқта җай һазирлап қойди.


— Дуниядики адәмләр үстидин һөкүм чиқарғили кәлдим, кор­лар­ни көридиған қилиш, көримән дәйдиғанларға уларниң кор екәнли­гини көрситиш үчүн кәлдим, — деди һәзрити Әйса.


Қериндашлар, өзәңларни йәһудийлардин үстүн тутуштин сақли­ни­шиңлар үчүн, мундақ бир сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимай­мән. Бу сир болса: бир қисим исраиллар Худа әвәткән Қутқазғучини һазирғичә тәрсалиқ билән рәт қилсиму, бирақ бу әһвал пәқәтла қутқузулған йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә давамлишиду.


Буниң билән Һанания һелиқи өйгә берип, қоллирини Саулниң учисиға тәккүзүп: — Қериндишим Саул, бу йәргә келиватқиниңда йолда саңа көрүн­гән Рәббимиз Әйса көзлириң әслигә кәлсун вә сени Муқәддәс Роһқа чөмсун, дәп мени шәхсән Өзи әвәтти, — деди.


Андин улар ташқиридики әрләрниң көзлирини кор қилип, ишикни тапалмайдиған қилип қойди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite