Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Антакядики мәсиһийләр җамаитидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнаба, «Қара» ләқәмлик Шимон, киринилик Луки, Һирод хан билән биллә чоң болған Менаһен вә Саул қатарлиқлар еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 13:1
34 Referans Kwoze  

Мәсилән, мәркизий ибадәтханида ишләйдиған лавийлардин Сипруста туғулған Йүсүп исимлиқ бир мәсиһий бар еди. Әлчиләр уни Барнаба, йәни «илһамландурғучи» дәп ататти.


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Бирақ Муқәддәс Роһқа чөмгән Саул (грекчә исми Павлус ) һелиқи сехиргәргә тиклинип қарап,


Әйса Мәсиһ Өзи мәсиһийләр җамаитигә илтипат қилип, бәзиләр­ни әлчи, бәзиләрни пәйғәмбәр, бәзиләрни Хуш Хәвәр йәткүзгүчи, йәнә бәзиләрни җамаәт җавапкәри вә тәлим бәргүчи қилди.


Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти.


Рим императори Тибериюсниң һөкүмранлиғиниң он бәшин­чи жили Худадин чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһияға сөз кәлди. Шу чағда Йәһудийә өлкисидә Понтий Пилатус һаким еди. Һирод хан Җәлилийә өлкисидә, Һирод ханниң иниси Филип хан Итурийә-Трахонитис өлкисидә, Лисаняс хан Абилиний өлкисидә һакимийәт жүргүзүвататти. Һаннандин кейин Қаяпа баш роһанийлиқ қиливататти.


Бу йәрди­ки муқәддәс хәлиқтин, болупму Рим императориниң ордиси­дики хизмәткар қериндашлардин силәргә салам.


Шуниң билән башқа йәһудий мәсиһийләрму униңға охшаш сахтипәзлик қилишти. Һәтта Барнабаму тәсиргә учрап, уларниң сахтипәзлигигә шерик болди.


Һәҗәва, пәқәт Барнаба билән мәнла мәсиһийләр тәрипидин тәминләнмәй, өз әмгигимиз билән күн кәчүрүшимиз керәкму?


Хизмәтдишим Тимотий вә йәһудий қериндашлирим Луки, Ясун һәм Сосипатерлардин силәргә салам.


Бу кишиниң Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини ейталайдиған, техи талалиқ болмиған төрт қизи бар еди.


Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди.


Улар бу қарарни әмәлгә ашуруп, топлиған сәдиқә пуллирини Барнаба вә Саул арқилиқ Йәһудийәдики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә йәткүзүп бәрди.


Араңларда йәткүзүлгән пәйғәмбәрлик сөзләргә сәл қаримаңлар.


Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.


Шу чағларда Саул Рәббимиз Әйсаға ишәнгүчиләргә давамлиқ өлүм җазаси билән қорқунуч селивататти. У баш роһанийниң алдиға берип,


Улар ташқириға чиққинида, Кирини шәһирилик Симун исимлиқ бир кишини учритип, һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғачни униңға мәҗбурий көтәргүзди.


Шуңа ибадәткә қатнашқанда, бир әр бешиға бир немә артип дуа қилса яки Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзсә, у өз беши болған Әйса Мәсиһкә һөрмәтсизлик қилған болиду.


Гәрчә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитим болсиму, дунияниң пүткүл сирлирини билсәмму, Худадин кәлгән алаһидә билимләргә егә болсамму вә тағларни орнидин қозғиталайдиған камил ишәнчим болсиму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, һеч немигә әрзимәс бир адәм болуп қалимән.


Меһир-муһәббәт мәңгү давамлишиду. Лекин Худаниң пәйғәм­бәрлик сөзини йәткүзидиған қабилийәт болса һаман ахирлишиду. Муқәддәс Роһниң күчи билән өзигә намәлум болған тилда сөзләш ахир тохтайду, Худадин кәлгән алаһидә билимләрму ахирлишиду.


Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүштиму икки яки үч киши сөзлисун, башқилар уларниң сөзлигәнлириниң Худадин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ әтсун.


Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзидиған адәм өзини тутувелип, новәт күтүп туралайду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite