9 Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүптимән, дәп ойлиған еди.
Ишәнчи сәвәвидин Ибраһим Худа униңға бәрмәкчи болған зиминға чақирилғанда, у Худаға бойсунуп, қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.
Әй Агрипа хан, шуниң үчүн мән Худадин кәлгән ғайибанә аламәттә көрүнгән һәзрити Әйсаға чин бойсундум.
Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периштәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.
Улар атисиға: — Йүсүп һаят екән! Мисирниң баш вәзири бопту! — деди. Яқупниң тәнлири җуғулдап кәтти. У уларниң сөзигә ишәнмиди.
У мундақ деди: — Җаффа шәһиридә дуа қиливатқинимда, бир ғайибанә аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтап қалди.
Петрус көзигә көрүнгән аламәтниң мәнасини чүшинәлмәй ойлап турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр Шимонниң өйини тепип, дәрваза алдида туруп:
Дәмәшқтә һәзрити Әйсаға ишинидиған Һанания исимлиқ бири бар еди. Униңға бир көрүнүш кәлди. Рәббимиз Әйса уни: — Һанания! — дәп чақирди. — Әй Рәббим, мана мән, — дәп җавап бәрди у.
Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
Нуһ һәр бир ишни Худа буйруғандәк қилди.
Периштә униңға: — Кийимиңни кийивал. Айиғиңниму кий, — деди. Петрус униң дегинини қилди. Периштә йәнә: — Чапиниңни йепинчақлап кәйнимдин маң, — деди.