Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир-бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур.
Шуни йәнә билип қоюңларки, йәр йүзидә араңлардин икки киши бир нийәт, бир мәхсәттә бир нәрсини тиләп дуа қилса, асмандики Атам уларниң тилигини иҗавәт қилиду.
Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди.
Һирод хан Петрусни елип чиқип сот қилишниң алдинқи кечиси Петрус икки зәнҗир билән бағланған болуп, икки қаравулниң оттурисида ухлавататти. Ишикниң сиртиғиму қаравул қоюлған еди.