Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 12:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 12:4
22 Referans Kwoze  

— Әй Рәббим, мән Сиз билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүшкә тәйярмән! — деди Петрус.


Бирақ бу вақиәләр йүз бериштин илгири силәр тутқун қилинип зиянкәшликкә учрайсиләр. Кишиләр силәрни ибадәтханиларниң сорақ қилишиға тапшуриду, зинданларға ташлайду. Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн силәрни падиша вә һакимларниң алдиға елип бариду.


Улар билмәстинла Өз күч-қудритиң вә ирадәң билән бурунла орунлаштурған ишларни әмәлгә ашурди.


Шуңа улар Петрус билән Юһаннани тутқун қилди. Кәч кирип қалғанлиғи үчүн, улар кечичә тутуп турулди.


Билип қойғинки, яш вақтиңда өз бәлбеғиңни өзәң бағлап, халиған йериңгә кетәттиң, лекин қериғанда қоллириңни узитип берисән. Башқилар сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.


Бирақ улар: — Бу ишни һейт-айәм күнлири қилмайли. Болмиса хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишти.


У чағда кишиләр силәрни тутуп, азап-оқубәткә селип өлтүриду, Маңа ишәнгәнлигиңлар үчүн пүткүл милләтләр силәрдин нәпрәт­линиду.


Мәктүпләр чапармәнләр арқилиқ падишаниң қол астидики һәммә өлкиләргә әвәтилди. Мәктүпләрдә: «Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни йәһудийларниң қери-яш, әр, аял вә бала-җақилириниң һәммиси бир күн ичидә қирилсун, өлтүрүлсун, йоқ қилинсун, мал-мүлүклири талан-тараҗ қилинсун», дәп йезилған еди.


Лекин Саул мәсиһийләр җамаитигә вәйранчилиқ селип, әр-аял мәсиһий­ләрни өйму-өй издәп тутуп, зинданға ташлашқа башлиди.


Шуңа улар әлчиләр­ни тутуп, һөкүмәт зинданиға қамиди.


Ләшкәрләр һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлиғандин кейин, Униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бири бир үлүштин елишти. Тониниң ичидики узун көйнәкниму елишти. Бу көйнәк тикилмигән болуп, баштин аяқ бир туташ тоқулған еди.


Пәрвәрдигар Мисирда Муса билән Һарунға мундақ деди:


Йәһудийларниң «Өтүп кетиш» вә «Петир нан» һейтиға икки күн қалған еди. Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйса­ни һейлә билән тутуп уҗуқтуруветишниң чарисини издәшти.


Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди.


Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite