Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 12:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Өзиниң бу һәрикитидин йәһудийларниң рази болғанлиғини көрүп, Петрусни тутқун қилишни буйриди. Бу вақиә «Петир нан» һейти мәзгилидә йүз бәрди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 12:3
18 Referans Kwoze  

Алди билән «Петир нан» һейтини қил. Мениң әмрим бойичә йәттә күнлүк һейтта петир нан йә. Бу һейт һәр жили зираәтләр бих чиқарған баш баһар ейида, йәни силәр Мисирдин чиққан айда өткүзүлсун. Алдимға қуруқ қол кәлмә.


Икки жилдин кейин һаким Феликсниң орниға Поркиюс Фестус һаким болди. Феликс йәһудий­ларға яхши көрүнүш үчүн Павлусни солақта қалдурди.


Буниң сәвәви, улар инсандин кели­диған махташни Худадин келидиған махташтинму яхши көрәтти.


Лекин Фестус йәһудийларға яхши көрүнүш үчүн, Павлустин: — Сени Йерусалимға апирип, у йәрдә бу шикайәтләргә асасән сотли­сам қандақ? — дәп сориди.


Мениң бундақ дейишим инсанларни хурсән қилиш үчүнму? Яқ, мениң бундақ дейишим Худани хурсән қилиш үчүндур. Әгәр мән инсанларни хурсән қилишни истигән болсам, Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болмиған болаттим.


«Петир нан» һейтидин кейин, биз Филипи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә бир һәптә турдуқ.


Әмәлиятта Худа бизни лайиқ көрүп, Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзиписини бизгә тапшурди. Биз Хуш Хәвәрни инсанларни хурсән қилиш үчүн әмәс, бәлки бизниң қәлбимизни күзитиватқан Худани хурсән қилиш үчүн йәткүзүватимиз.


Билип қойғинки, яш вақтиңда өз бәлбеғиңни өзәң бағлап, халиған йериңгә кетәттиң, лекин қериғанда қоллириңни узитип берисән. Башқилар сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.


— Сизгә бу һоқуқ асмандин берилмигән болса, Маңа нисбәтән һеч қандақ һоқуқуңиз болмиған болатти. Шуниң үчүн Мени сизгә тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди һәзрити Әйса.


«Петир нан» һейтиниң биринчи күни шагиртлар һәзрити Әйса­ниң йениға келишип: — «Өтүп кетиш» һейтиниң тамиғини қәйәрдә тәйярлишимизни халайсиз? — дәп сориди.


Петрус билән Юһаннаниң бу җүръитини көргән кеңәшмә башлиқлири уларниң оқумиған адәттики адәмләрдин екәнлигини билип, һәйран болушти. Уларниң бурун һәзрити Әйса билән биллә болғанлиғиниму билди.


Буни аңлиған Петрус башқа он бир әлчи билән биллә орнидин туруп, жуқури аваз билән көпчиликкә: — Әй Йерусалим аһалилири вә башқа йәһудий қериндашлар! Силәр­гә әһвални чүшәндүрүп өтәй, сөзлиримгә қулақ селиңлар.


Петрусни тутқандин кейин, уни зинданға ташлап, һәр бири төрт ләшкәрдин тәшкил тапқан төрт новәтчи қаравуллар топиға тапшурди. Һейттин кейин Һирод хан уни очуқ сот қилип өлтүрмәкчи болди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite