12 Петрус бу әһвални чүшинип, Маркус дәпму аталған Юһаннаниң аниси Мәрийәмниң өйигә барди. У йәрдә нурғун кишиләр жиғилип, дуа-тилавәт қиливататти.
Петрус зинданда тутуп турулди. Лекин мәсиһийләр җамаитидики қериндашлар униң үчүн Худаға сәмимий дуа қилишти.
хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам.
Улар Саламис шәһиригә йетип келип, йәһудий ибадәтханилирида Худаниң сөзлирини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна (Маркус) уларниң ишлириға ярдәмләшти.
Барнаба билән Саул Йерусалимда сәдиқә пулни тапшуруп бәргәндин кейин, Антакяға қайтип кәтти. Улар Юһанна (Маркус)ни биллә елип кәтти.
Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзәң билән биллә елип кәл. У хизмәтлиримдә маңа ярдәмчи болиду.
Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиңлар.)
Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфилийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти.
Зиндандин чиққан Павлус билән Силас Лидияниң өйигә берип, у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни илһамландуруп, шәһәрдин чиқип кәтти.
Петрус билән Юһанна қоюп берилгәндин кейин, башқа мәсиһийләрниң йениға қайтип келип, кеңәшмидики алий роһанийлар вә ақсақалларниң қилған сөзлирини көпчиликкә уқтурди.
Силәр билән биллә Худа тәрипидин талланған Бабилдики мәсиһийләр җамаитидин вә Худа йолидики оғлум Маркустин силәргә салам.