Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 11:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 — Сениң хәтнә қилинмиған йәһудий әмәсләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болғиниң зади қандақ иш?! — деди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 11:3
10 Referans Kwoze  

уларға: — Силәргә мәлумки, биз йәһудийларниң йәһудий әмәсләр билән алақә қилишимиз әнъәнивий қаидимизгә хилап, һәтта өйлириңларға кирсәкму болмайду. Лекин Худа маңа бир көрүнүш арқилиқ һәр қан­дақ кишини напак демәслигим керәклигини көрсәтти.


Яқупниң қешидин бәзи адәмләр келиштин бурун, Петрус йәһудий әмәс мәсиһийләр билән дайим һәмдәстихан болуп туратти. Лекин бу адәмләр кәлгәндин кейин Петрус йәһудий әмәсләрдин өзини тартип, улар билән һәмдәстихан болмайдиған болди. Чүнки у йәһудий әмәсләрму хәтнә қилиниши керәк, дәп ойлайдиған бу йәһудий қерин­даш­ларниң әйиплишидин қорққан еди.


Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғотулдишип: — Бу адәм немишкә дайим гунакарларни қарши алиду вә улар билән бир дәстиханда олтириду? — дейишти.


Әгәр бирәр киши силәрниң җамаитиңларға Әйса Мәсиһниң тәлимлирини әмәс, бәлки башқичә тәлим елип кәлгән болса, уни өйүңларға тәклип қилмаңлар һәм уни қарши алмаңлар.


Лекин һазир мән өзини мәсиһий дәп атавалған, әмәлиятта шәһваний, ачкөз, бутпәрәс, төһмәт­хор, һарақкәш яки алдамчи кишиләр билән алақә қилмаслиғиң­ларни, һәтта улар билән һәмдәстиханму болмаслиғиңларни яздим.


Шуниң билән Петрус уларниң Әйса Мәсиһниң намида чөмүл­дүрү­лүшини буйриди. Кейин уларниң тәливи бойичә Петрус улар билән биллә бир нәччә күн турди.


Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.


Буни көргән пәрисийләр һәзрити Әйсаниң шагиртлириға: — Устазиңларниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтарғини қандақ гәп?! — дейишти.


Таң йоруғанда һәзрити Әйса Қаяпаниң йенидин римлиқ һаким Пилатусниң ордисиға елип келинди. Уни елип кәлгән йәһудий ақсақал­лири болса өзимизниң етиқадини булғавалмайли, дәп ордиға кирмәй, сиртта күтүп туратти. Болмиса «Өтүп кетиш» һейтиниң дәстихиниға җәм болалматти.


Шуңа Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У терә әйлигүчи Шимонниң өйидә меһман болуп туриду. Шимонниң өйи деңиз бойида», деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite