2 Шуңа Петрус Йерусалимға қайтқанда, һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийларниң бәзилири уни әйипләп:
Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти.
Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.
Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкисидин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.
Әтиси улар Җаффаға йеқин барғанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.
Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худаниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.
Нурғун кишиләр бу тәлимгә бойсунмай, бемәна сөзләр билән башқиларни аздуриду. Болупму қутқузулуш үчүн хәтнә қилиниш зөрүр, дәп турувалғучилар шундақ қилиду.