Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 11:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 11:12
17 Referans Kwoze  

Муқәддәс Роһ Филипқа: — Һарвуға йетишип маң, — деди.


Худа адәмләрни уларниң Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалайду. Худа Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәммә адәмгә шундақ муамилә қилиду, бу йәрдә айримчилиқ йоқтур.


әгәр силәр «Рәббимизниң қайтип келидиған күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, һодуқуп кәтмәңлар, қорқупму кәтмәңлар. Бундақ сөзни қилғучилар мәйли уни Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөздин яки башқиларниң тәлимидин аңлидуқ, яки болмиса бизниң намимизда йезилған хәтләрдин көрдуқ, десиму униңға ишәнмәңлар.


Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.


Худа уларни биз билән тәң көрди. Уларниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчи арқилиқ Худа уларниң қәлбилирини пак қилди.


Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти.


Лекин һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһ кәлгәндә, силәргә барлиқ һәқиқәтни үгитиду. У Өзлүгидин сөзлимәйду, әксичә Атам Иккимизниң сөзлирини аңлиғандин кейин сөзләйду вә кәлгүсидә болидиған ишларни силәргә йәткүзиду.


Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән.


Муқәддәс Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» деди. Аңлиған­ларниң һәммисиму: «Кәл!» десун. Уссиған кәлсун, халиған киши һаятлиқ сүйидин һәқсиз ичсун.


Узун сөһбәтлишиштин кейин Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, Худаниң мени бир нәччә жил бурун силәрниң ичиңлардин йәһудий әмәсләргә Хуш Хәвәр йәткүзүп, уларни һәз­рити Әйсаға ишәндүрүшкә таллиғанлиғидин хәвириңлар бар.


Муқәддәс Роһниң буйруғи билән йолға чиққан Барнаба билән Саул Сәләкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә олтирип, Сипрус дегән аралға қарап йолға чиқти.


Бир күни улар Худаға ибадәт қилип, роза тутуватқан вақтида Муқәддәс Роһ уларға: — Барнаба билән Саулни Мән чақирған хизмәтләрни қилишқа аҗритиңлар, — деди.


Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:


Корнилий бизгә өзиниң өйидә бир периштәни қандақ көргәнлигини ейтти. Периштә униңға: «Сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл,


Римға келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан Римдики мәсиһийләр бизни қарши елиш үчүн Римдин чиқип, әллик нәччә чақирим йол бесип, бәзилири «Үч Сарай» дегән йәргичә вә бәзилири техиму жирақ йол меңип, Апиюс базириғичә кәлгән еди. Уларни көргән Павлус Худаға рәхмәт ейтип, техиму ғәйрәтләнди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite