1 Әлчиләр вә пүткүл Йәһудийә өлкисидики башқа мәсиһийләр бәзи йәһудий әмәсләрниңму Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлиди.
Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.
Улар Антакяға қайтип келип, мәсиһийләрни бир йәргә җәм қилип, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қандақ ишларни қилғанлиғини вә Худаниң йәһудий әмәсләргә қандақ йол ечип, уларниму ишәнчи арқилиқ қутқузғанлиғини сөзләп бәрди.
Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.
У Сениң Кимлигиңни пүтүн йәһудий әмәсләргә билдүридиған Нурдур, Хәлқиң исраилларниң шан-шәривидур!»
Улар қәбиргә кирип оң тәрәптә ақ тон кийгән яш бир адәмниң олтарғанлиғини көргәндә, алақзадә болушти.
Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип, Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.
Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗҗимләр Йерусалимға келип, кишиләргә:
Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:
Буниң билән Антакядики мәсиһийләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.
Римға келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан Римдики мәсиһийләр бизни қарши елиш үчүн Римдин чиқип, әллик нәччә чақирим йол бесип, бәзилири «Үч Сарай» дегән йәргичә вә бәзилири техиму жирақ йол меңип, Апиюс базириғичә кәлгән еди. Уларни көргән Павлус Худаға рәхмәт ейтип, техиму ғәйрәтләнди.