44 Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти.
Мән гәп қилишқа башлиғанда, Муқәддәс Роһ худди бурун бизниң вуҗудумизға чүшкинидәк, уларғиму чүшти.
Павлус қолини уларға тәккүзүп туруп дуа қиливатқанда, уларниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти. Буниң билән улар өзлиригә намәлум болған тилларда Худаға мәдһийә ейтишти һәм Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөзләрни йәткүзүшкә башлиди.
Инсанларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғинидәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди.
Уларниң дуалири аяқлашқанда, уларниң турған йери тәвринип кәтти. Улар Муқәддәс Роһқа чөмүп, Худаниң сөзлирини жүрәклик йәткүзүшкә башлиди.
— Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошулматти?! — деди.