Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10:2
51 Referans Kwoze  

Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққи­дики хәвәрләр Худаға йәтти.


— Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.


Павлус орнидин туруп, қолини көтирип, халайиқни тиничлитип, мундақ деди: — Әй исраиллар вә йәһудий әмәс садақәтмәнләр, қулақ селиңлар!


Униңға гәп қилған периштә ғайип болғандин кейин, Корнилий өй хизмәтчилиридин иккисини вә шәхсий ярдәмчилири ичидики садақәт­мән бир ләшкәрни чақирди.


Бәзи садақәтмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға чоң һаза тутушти.


Әй Пәрвәрдигар, Сәндин қорқмайдиған ким бар, Намиңни мәдһийилимәйдиған? Чүнки ялғуз бир муқәддәс Өзәңдурсән. Келип пүткүл хәлиқләр, Саңа сәҗдә қилғуси. Чүнки ашкарә болғач Қилғанлириңниң һәққанийлиғи».


Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Әй Ибраһимниң әвлатлири болған қериндашлар вә йәһудий динини яқлайдиған йәһудий әмәсләр, қулақ селиңлар! Худа һәмми­миз­ни қутқузулсун дәп, бу Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Шу чағларда Йерусалимда Шимон исимлиқ бир киши өткән болуп, Худаға садақәтмән, бу дурус адәм Худаниң исраилларға тәсәл­ла беридиған Қутқазғучини әвәтишини интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униңға яр еди.


Әгәр араңлардики бири синақларға дуч келип, уларни қандақ һәл қилишни билмәй қалса, Худадин әқил-парасәт тилисун. Шундила униңға еришиду. Чүнки Худа әқил-парасәт тилигән һәммә адәмгә мәртлик билән уни бериду. Худа уларниң бундақ тиләклири үчүн уларни әйиплимәйду.


Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.


У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.


Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.


«Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-саха­­витиңдинму хәвәрдар.


Җаффа шәһиридә Табита исимлиқ бир аял мәсиһий бар еди. (Грекчә исми «Доркас» болуп, «кейик» дегән мәнада.) У һәр вақит яхши иш қилидиған болуп, намратларға ярдәм берәтти.


У чағда Йәһудийә, Җәлилийә вә Самарийәләрдики мәсиһийләр җамаити бир мәзгил течлиққа еришти. Муқәддәс Роһниң ярдими билән уларниң ишәнчи күчийип, һемишәм садақәтмәнлик билән Худа йолида маңди. Уларниң саниму күндин-күнгә көпәйди.


Рәббимиз Әйса униңға: — Сән дәрһал «Түз» кочисиға берип, Йәһуданиң өйидин тарсус­луқ Саул исимлиқ бирини тап, чүнки шу тапта у дуа-тилавәт қили­ватиду.


Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:


Мән уни өз балилири вә әвлатлириға Мениң йолумни тутушни, дурус вә һәққаний болушни буйрисун, дәп таллидим. Шундақ қилса, Мәнму униңға бәргән вәдәм бойичә һәммә ишни қилип беримән».


У чағда Йерусалимда дуниядики һәр қайси дөләтләрдин кәлгән нурғун садақәтмән йәһудийларму бар еди.


у саңа сениң вә аиләңниң қутқузулуш йолини сөзләп бериду», дегән екән.


Икки миң тәңгә алғиниму йәнә икки миң тәңгә пайда апту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite