Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Асман ечилип, кәң дәстихандәк бир нәрсиниң төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшириливатқанлиғидәк бир һаләтни көрди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10:11
28 Referans Kwoze  

Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.


Андин шагиртлириға йәнә: — Билип қоюңларки, силәр асманниң ечилип, Худаниң периштәли­риниң Инсан Оғлиниң йениға чүшүп-чиқип жүридиғанлиғини көрисиләр, — деди.


Униңдин кейин асманниң ечилғанлиғини вә у йәрдә турған бир ақ атни көрдүм. Атқа Мингүчиниң исми «Садиқ» вә «Һәқ» еди. У адил һөкүм вә адил җәң қилатти.


Андин Худаниң асмандики ибадәтханиси ечилди вә Униң келишим сандуғи у йәрдә көрүнди. Шу ан чақмақлар чеқип, гүлдүрмоминиң гүлдүр-қараслири аңланди. Зимин тәвринип, дәһшәтлик мөлдүр йеғип кәтти.


Андин асманда очуқ бир ишикни көрдүм. Мән бурун аңлиған канай авазиға охшап кетидиған аваз: «Бу яққа чиқ, саңа буниңдин кейин йүз бериши муқәррәр болған вақиәләрни көрситәй», деди.


Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.


Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Биз иккимиз туғулушимиздинла йәһудиймиз, гунакар дәп қарал­ған йәһудий әмәсләрдин әмәсмиз.


Исраиллар болса Худаниң таллиған хәлқидур. Худа уларға пәрзәнтлик салаһийи­тини бәрди. Өз улуқлуғини көрсәтти, улар билән келишимләрни түзүп, уларға Тәврат қанунини ата қилди. Исраиллар Худаға һәқиқий ибадәт қилишни үгинип, Худаниң вәдилиригә еришти.


Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


— Қараңлар! Асман ечилип, Инсан Оғли һәзрити Әйсаниң Худа­ниң оң йенида турғанлиғини көрдүм! — деди у.


Мән йәрдин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни Өзәмгә җәлип қилимән, — деди.


Йәһия пәйғәмбәр зинданға ташлиништин бурун, нурғун адәм униңдин чөмүлдүрүшни қобул қилған еди. Шу чағда һәзрити Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асман ечилди.


Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип, Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.


Йәһуда тутар падишалиқ әңгүштәрини, Униң әвлатлири жүргүзәр һакимийәтни. Кейин пүткүл әл қошар төһпә Униңға, Пүткүл хәлиқ тазим қилар Униңға.


Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар болуп, уларниң арисида һарам һайванларму бар еди.


У мундақ деди: — Җаффа шәһиридә дуа қиливатқинимда, бир ғайибанә аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтап қалди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite