Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италия» дәп аталған қисимниң йүз беши еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10:1
19 Referans Kwoze  

Бизниң су йоли билән Италияниң Рим шәһиригә беришимиз қарар қилинғандин кейин, римлиқ әмәлдарлар Павлус билән башқа мәһбусларни падиша һәрбий қошундики Юлиюс исимлиқ бир йүз бешиға тапшуруп бәрди.


Кейин ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди.


Филип болса, өзиниң Ашдод шәһиридә екәнлигини билгәндин кейин, у йәрдин Қәйсәрийә шәһиригичә болған һәммә шәһәрләрни кезип, Хуш Хәвәрни йәткүзди.


Лекин Павлусни қутқу­зушни халиған йүз беши ләшкәрләрниң бундақ қилишиға йол қоймиди. У алди билән суда үзүшни билидиғанларниң суға сәкрәп қирғақ­қа чиқишини,


Фестус Феликсниң орниға һаким болуп, Йәһудийә өлкисидики Қәйсәрийәгә келип үч күндин кейин Йерусалимға барған еди.


Һәзрити Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши вә ләшкәрләр зимин­ниң силкиниши вә башқа һадисиләрни көрүп, интайин қорқушқан һалда: — У һәқиқәтән Худа Оғли екән! — дейишти.


Лекин Павлус йүз беши Юлиюс вә ләшкәрләргә: — Бу кемичиләр кемидә қалмиса, силәр қутулалмайсиләр! — деди.


Бир нәччә күндин кейин Агрипа хан билән сиңлиси Бәрники Фестусниң һакимлиқ мәнсивигә олтарғанлиғини тәбрикләш үчүн, Қәйсәрийәгә кәлди.


Атлиқлар Қәйсәрийәгә берип, хәтни һакимға сунди вә Павлусниму тапшурди.


Командан йүз бешидин иккини чақиртип: — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзи­ваз ләшкәр һазирлап, бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқиңлар.


Улар Павлусни түврүккә бағлап қамчилимақчи болғанда, Павлус йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини сотлимайла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.


Әтиси у йәрдин чиқип, кемә билән Қәйсә­рийә шәһиригә келип, Хуш Хәвәр йәткүзгүчи Филипниң өйигә берип қондуқ. У бурун Йерусалимдики мәсиһийләр тәрипидин хизмәткә талланған йәттә кишиниң бири еди.


Шуниң билән ләшкәр топи билән командани һәм йәһудийлар әвәткән ибадәтхана қаравуллири һәзрити Әйсани тутуп бағлашти.


Шундақ қилип, Йәһуда бир қисим Рим ләшкири билән алий роһанийлар вә пәрисийләр әвәткән ибадәтхана қаравуллирини башлап бу йәргә кәлди. Уларниң қоллирида панус, мәшъәл вә қураллар бар еди.


У йәрдә бир римлиқ йүз бешиниң әтиварлиқ чакири еғир кесәл болуп, өлүм гирдавида туратти.


Ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирди, андин пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди.


Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти.


Топилаңчилар Павлусни уруп өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүтүн Йерусалимниң қалаймиқан­чилиқ ичидә қалған­лиғи тоғрисидики хәвәр у йәрдә турушлуқ Рим ләшкәрлириниң коман­даниға йетип барди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite