Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Чүнки Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни суда чөмүлдүрди, силәр болсаң­лар бир нәччә күн ичидә Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүрүлисиләр.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:5
16 Referans Kwoze  

Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду.


Шуниң үчүн Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Мән силәрни суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдү­риду.


Чүнки йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, һәммимиз охшаш Муқәд­дәс Роһ тәрипидин чөмүлдүрүлүп, бир тәнниң, йәни Әйса Мәсиһниң тениниң тәркивий қисми болуп, Муқәддәс Роһтин һөзүрләндуқ.


Биз яхши әмәлләр билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқитидин қутқузулдуқ. Худа бизниң гуналиримизни жуюп, Муқәддәс Роһ арқилиқ бизни қайти­дин туғулдуруп, йеңи һаятқа ериштүрүш билән бизни қутқузди.


Мән силәрни суғила чөмүлдүримән, лекин У силәрни Муқәддәс Роһқа чөмдүриду.


— Шу чағда Йәһия пәйғәмбәр кишиләргә чөмүлдүрүшни қобул қилғанларниң гунайиға товва қилип, Худаға йүзлиниш нийитини ипадилиши керәклигини һәм өзидин кейин Кәлгүчигә, йәни һәзрити Әйсаға ишиниши керәклигини тапилиған, — деди Павлус.


Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти.


Мән бурун Униң кимлигини билмисәмму, бу Қутқазғучи исраилларға аян болсун дәп, силәрни суға чөмүлдүргили кәлдим.


гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.


Йәһия пәйғәмбәр уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда силәр тонумайдиған Бири бар.


Мән Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини билмигән едим. Бирақ мени кишиләрни суға чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүшкә әвәткән Худа маңа: «Сән Худаниң Роһиниң чүшүп, Бириниң үстигә қонидиғанлиғини көрисән. У кишиләрни Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүридиған Қутқазғучидур!» дегән еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite