Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 У өлүп, тирил­гәндин кейин қириқ күн ичидә уларға көп қетим көрүнүп, Өзиниң тирилдүрүлгәнлигиниң гумансиз екәнлигини нурғун дәлилләр билән испатлиған еди вә Худаниң Падишалиғиға даир сөзләрни қилған еди.

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:3
27 Referans Kwoze  

Тирилгәндин кейин һәзрити Әйса бурун Өзи билән биллә Җәлилийә өлкисидин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп қетим көрүнди. Һазир бу кишиләр исраил хәлқигә һәзрити Әйсаниң гувачиси болуватиду.


Бир һәптидин кейин шагиртлар йәнә шу өйдә җәм болған болуп, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ болсиму, һәзрити Әйса кирип уларниң арисида туруп: — Аман болуңлар! — деди.


Биз бу хетимиздә силәргә әзәлдин бар болған һаятлиқ Сөзи тоғрисида баян қилмақчимиз. Биз бу һаятлиқ Сөзини өз қулиғи­миз билән аңлиған, өз көзүмиз билән көргән, күзәткән һәм Уни өз қоллиримиз билән тутқан.


Мана бу һәзрити Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, шагиртлириға үчинчи қетимқи көрүнүши еди.


Бу ишлардин кейин һәзрити Әйса Тиберийә көлиниң бойида шагиртлириға йәнә бир қетим көрүнди. Бу қетимқи көрүнүшниң җәрияни мундақ болди:


Тосаттин һәзрити Әйса уларниң алдиға чиқип: — Салам силәргә! — деди. Уларму алдиға берип, һәзрити Әйсаниң путиға есилип, Униңға сәҗдә қилди.


Худаниң Падишалиғи тоғрисидики Хуш Хәвәрни жүрәклик тарқитип, Рәбби­миз Әйса Мәсиһкә даир һәқиқәтләрниму йәткүзди, униңға һеч ким тосқунлуқ қилмиди.


силәргә мәдәт бәрдуқ, тәсәлла бәрдуқ. Силәрни Өз Падишалиғиға вә шан-шәривигә чақирған Худаниң пәрзәнтлиригә лайиқ яшашқа дәвәт қилдуқ.


У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.


Чүнки Худаниң Падишалиғида йемәк-ичмәк қаидилиригә риайә қилип яшаш әмәс, бәлки һәққаний­лиқ, инақлиқ вә Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә яшаш муһимдур.


Билип қоюңларки, силәр шу сәвәптин Худаниң Падишалиғидин мәһрум қилинисиләр, Худаниң ирадиси бойичә яшайдиған кишиләр униңға егә болиду.


Һәзрити Әйса қириқ кечә-күндүз тамақ йемәй роза тутуп, қосиғи таза ачқан еди.


кишиләргә: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди.


Рәббимиз Әйса уларға бу сөзләрни қилғандин кейин, асманға көтирилди вә Худаниң оң йенида олтарди.


Лекин улар әнди Филип йәткүзгән Худа Падишалиғиға вә Әйса Мәсиһкә даир Хуш Хәвәргә ишәнди. Шуниң билән уларниң арисидин нурғунлиған әр-аяллар чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Үч ай давамида Павлус Әфәс шәһиридики йәһудийлар ибадәт­ханисиға кирип, улар билән жүрәклик сөзлишип, уларни Худаниң Падишалиғи тоғрисидики тәлимгә қайил қилишқа тиришти.


Шуниң билән улар Павлус билән көрүшүшкә бир күнни бәлгү­лиди. У күни Павлусниң турған йеригә техиму көп киши кәлгән еди. Павлус әтигәндин кәчкичә уларға Худаниң Падишалиғи һәққидә чүшәндүрүш берип, Тәврат һәм Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин нәқил кәлтүрүп, уларни һәзрити Әйсаниң йәһудийлар күтүп кәлгән Қутқазғучи екәнлигигә қайил қилишқа тиришти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite