19 Бу иштин хәвәр тапқан пүтүн Йерусалим аһалиси у йәрни өз тили билән «Һәқәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» демәктур.)
Командан иҗазәт қилди. Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишаритини қилди. Көпчилик тиничланғанда, у арамий тилида сөзләшкә башлиди.
Әй исраил қериндашлар, сөзлиримгә қулақ селиңлар. Худа насирәлик Әйса арқилиқ араңларда көрсәткән мөҗүзә вә карамәтлири билән һәзрити Әйсани Өзиниң әвәткәнлигини испатлиған. Бу иш һәммиңларға мәлум.
Шундақ қилип, ләшкәрләр пулни алди вә уларниң дегини бойичә қилди. Бу ялған гәп-сөз бүгүнгичә йәһудийлар арисида тарқилип кәлмәктә.
Шуниң үчүн бу йәр һазирғичә «Қанлиқ йәр» дәп атилип кәлмәктә.