Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси16 — Бурадәрләр! Һәзрити Әйсани тутуп бәргән Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун падиша Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан Муқәддәс Язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши керәк еди. Gade chapit la |
Павлус бу бир топ кишиләрниң ичидә бәзилири садуқий диний еқимидикиләр, йәнә бәзилири пәрисий диний еқимидикиләр екәнлигини билип, уларни талаш-тартишқа селиш үчүн алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам пәрисийләрдин болимән вә бир пәрисийниң оғлимән! Мән өлгәнләрниң қайта тирилишини үмүт қилғанлиғим үчүнла бүгүн бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
Үч күндин кейин, Павлус у йәрдики йәһудийларниң башлиқлирини өзи билән көрүшүшкә тәклип қилди. Улар кәлгәндә, Павлус мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки әҗдатлиримиздин қалған әнъәниләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда йәһудийлар тәрипидин солаққа тутулуп, римлиқларниң қолиға тапшурулдум.