Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Шу күнләрниң биридә мәсиһийләрдин бир йүз жигирмигә йеқин киши җәм болушти. Уларниң ичидин Петрус өрә туруп мундақ деди:

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:15
31 Referans Kwoze  

Кейин бирла вақитта бәш йүздин артуқ қериндашқа көрүнди. Бу қериндашларниң бәзилири аләмдин өткән болсиму, көпчилиги техи һаят.


Дәл шу чағда, зимин шиддәтлик тәврәнди, шәһәрниң ондин бири гумран болуп, йәттә миң киши һалак болди. Қалғанлири интайин қорқушуп, асмандики Худани улуқлашти.


Буларни аңлиған көпчилик Худаға мәдһийә ейтип, Павлусқа: — Әй қериндаш, Йерусалимда әһвал мундақ: йәһудийлар ичидә нәччә миңлиған киши һәзрити Әйсаға ишиниду. Уларниң һәммиси Тәврат қануниға қаттиқ әмәл қилиду.


Буниң билән қериндашлар арисида һелиқи шагиртниң өлмәйди­ған­лиғиға даир гәп тарқалди. Лекин һәзрити Әйса Петрусқа: «У өлмәйду», демигән еди. Пәқәт: «Әгәр Мән қайта кәлгичә униң һаят болу­шини халисам, буниң сениң билән немә мунасивити бар?» дегән еди.


Лекин араңларда өзлиригә дағ тәккүзмигән йәнә бир нәччиси бар. Улар ақ тон кийип, Мән билән биллә туриду. Чүнки улар буниңға лайиқтур.


Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән.


Лекин Маңа болған ишәнчиң йоқалмисун дәп, саңа дуа қилдим. Шәйтанниң синиғидин өтүп, Мениң йолумға қайтқандин кейин, қериндашлириңниң ишәнчини мустәһкәмлә.


Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Асманниң Падишалиғи худди бир адәмниң етизға чачқан қича уруғиға охшайду.


Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.


Әлчиләр вә пүткүл Йәһудийә өлкисидики башқа мәсиһийләр бәзи йәһудий әмәсләрниңму Худаниң сөзини қобул қилған­лиғини аңлиди.


Муқәддәс Роһ мени, гәрчә улар йәһудий болмисиму, иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйриди. Җаффадин кәлгән бу алтә қериндашму мениң билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, Корнилий исимлиқ адәмниң өйигә кирдуқ.


уни тепип Антакяға елип кәлди. Иккиси мәсиһийләр җамаити билән биллә толуқ бир жил туруп, нурғун адәмгә һәзрити Әйса һәққидә тәлим бәрди. Әйса Мәсиһкә ишәнгәнләрни «мәсиһийләр» дәп аташ Антакядин башланди.


Буниң билән Антакядики мәсиһий­ләр һәр бири өз әһвалиға қарап, сәдиқә пул жиғип, Йәһудийә өлкисидә яшайдиған мәсиһийләргә ярдәм беришни қарар қилди.


Петрус көпчи­­ликкә аваз чиқармаслиққа қол ишаритини қилип, уларға Худаниң өзини зиндандин қандақ елип чиққанлиғини чүшәндүрди. Андин кейин у: — Бу хәвәрни Яқупқа вә башқиларға уқтуруп қоюңлар, — дәп өзи у йәрдин башқа яққа кәтти.


Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти.


Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.


Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.


Листра вә Коня шәһәрлиридики мәсиһийләрниң һәммиси Тимотийни махтишатти.


Зиндандин чиққан Павлус билән Силас Лидияниң өйигә берип, у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни илһамландуруп, шәһәрдин чиқип кәтти.


Лекин улар Павлус билән Силасни тапалмай, Ясун вә башқа бир нәччә мәсиһийләрни йәрлик әмәлдарларниң алдиға тартип апирип: — Һәммә җайларда аләмни астин-үстүн қилмақчи болған һелиқи адәмләр шәһиримизгиму йетип кәлди.


Мәсиһийләр Павлус билән Силасни шу күни кәч кириш биләнла Берия шәһиригә әвәтивәтти. Улар у йәргә берип, йәһудийларниң ибадәтханисиға кирди.


Шуңа мәсиһийләр Павлусни дәрһал деңиз бойидики җайларға әвәтивәтти. Силас билән Тимотий болса, Берияда қалди.


Павлус Коринт шәһиридә мәсиһийләр билән йәнә бир мәзгил турди. Кейин улар билән хошлишип, Прискила вә Аквилалар билән кемигә олтирип, Сурийә өлкисигә кәтти. Йолға чиқиштин илгири у деңиз бойидики Кенһерийә шәһиридә чачлирини чүширивәтти. Чүнки у Худаға бир қәсәм қилған еди.


Кейин Аполлос Юнан өлкисигә бармақ­чи болғанда, әфәслик мәсиһийләр униңға ярдәмчи болуп, Юнандики мәсиһийләргә хәт йезип, улардин Аполлосни күтүве­лишини сориди. Аполлос Юнанға берип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ һәзрити Әйсаға ишәнгәнләргә чоң ярдәмдә болди.


Тир шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, Питолимай шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики мәсиһийләр билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ.


Йерусалимда мәсиһийләр бизни қизғин қарши алди.


Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.


У йәрдә учратқан мәсиһийләрниң тәкливи билән бир һәптә турдуқ. Андин Рим шәһиригә қарап йолға чиқтуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite