Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 У асманға көтирилгәндә, әлчиләр көзлирини көккә тикип қаришип қалди, тосаттин уларниң йенида ақ кийим кийгән адәм қияпити­дики икки периштә пәйда болуп:

Gade chapit la Kopi




Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 1:10
12 Referans Kwoze  

Улар көзлиригә ишәнмәй турғинида, тосаттин уларниң йенида кийим­лиридин нур чақнап туридиған икки киши пәйда болди.


ақ кийим кийгән икки периштәни көрди. Уларниң бири һәзрити Әйсаниң җәсиди қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.


— Тәхсир, мән билмәймән, бу өзлиригә мәлумдур, — дедим. У маңа: — Булар дәһшәтлик балаю-апәтләрни бешидин өткүзүп кәлгәнләрдур. Улар тонлирини Қозиниң қенида жуюп, аппақ қилған.


Улар қәбиргә кирип оң тәрәптә ақ тон кийгән яш бир адәмниң олтарғанлиғини көргәндә, алақзадә болушти.


Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп:


Периштәниң қияпити чақмақтәк, кийимлири қардәк аппақ еди.


У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди.


Лекин араңларда өзлиригә дағ тәккүзмигән йәнә бир нәччиси бар. Улар ақ тон кийип, Мән билән биллә туриду. Чүнки улар буниңға лайиқтур.


Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периш­тәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite