5 Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил.
Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур.
Шуңа әқил-һошуңларни жиғип, өзәңларни сәгәк тутуңлар, үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-саадәткә пүтүнләй бағлаңлар.
Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуп, мән билән биргә азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур.
Аркипусқа шуни ейтиңларки, Худа униңға тапшурған вәзипини чоқум ада қилсун.
Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.
Әтиси у йәрдин чиқип, кемә билән Қәйсәрийә шәһиригә келип, Хуш Хәвәр йәткүзгүчи Филипниң өйигә берип қондуқ. У бурун Йерусалимдики мәсиһийләр тәрипидин хизмәткә талланған йәттә кишиниң бири еди.
Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун.
Шуниң үчүн Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрдәк ухлап ятмайли. Әксичә сәгәк вә һошияр болайли.
Шуңа уйқаңни ечип, кичиккинә һәм йоқап кетиш алдида турған етиқадиңни күчәйт. Чүнки Худайим алдида әмәлиятиңниң техи түгәл әмәслигини билдим.
Әйса Мәсиһ Өзи мәсиһийләр җамаитигә илтипат қилип, бәзиләрни әлчи, бәзиләрни пәйғәмбәр, бәзиләрни Хуш Хәвәр йәткүзгүчи, йәнә бәзиләрни җамаәт җавапкәри вә тәлим бәргүчи қилди.
Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.
Шуниң үчүн Худа таллиған бәндиләрниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк шан-шәрәпкә еришиши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.
Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ вә тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхтидур! Билип қоюңларки, буни көргән ғоҗайин чакарларниң хизмитидә болуп, уларни дәстиханға олтарғузуп, шәхсән өзи күтүвалиду.
Силәргә ейтқанлиримни һәммисигә ейтимән: Һошияр болуңлар!
Худа Хуш Хәвәрниң силәргә йәткүзүлүши үчүн мени мәсиһийләр җамаитиниң хизмәткари қилип тайинлиди.
Бу сәпәргә чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. У йолға чиқидиған чағда чакарлириниң хизмәт даирисини бәлгүләп, уларниң һәр биригә бирдин вәзипә тапшуриду. Дәрвазидики күзәтчигиму һошияр болушни тапилайду.
Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.
Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җакалашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти.
Бәш миң тәңгә алған чакар дәрһал берип оқәт қилип, йәнә бәш миң тәңгә пайда апту.