20 Ераст Коринт шәһиридә қалди. Трофим кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милет шәһиридә қалдуруп қойдум.
Униң билән биллә болғанлар, бериялиқ Пирус оғли Сопатер, салоникилиқлардин Аристархус билән Секундус, дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимлар еди.
(Уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, буниңдин бурун улар йәһудий әмәс әфәслик Трофимни Павлус билән биллә шәһәрдә көрүп, Павлус уни мәркизий ибадәтханиға башлап кирди, дәп хата ойлиған еди.)
Буниң билән у ярдәмчилиридин Тимотий билән Ераст иккисини өзиниң беришиға тәйярлиқ қилиш үчүн, Македонийә өлкисигә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә қалди.
Мәнки Павлусқа вә өз өйидә җәм болидиған пүтүн мәсиһийләр җамаитигә саһипханлиқ қилидиған Гаюстин силәргә салам. Шәһәрниң ғәзничиси Ераст вә қериндишимиз Квартлардин силәргә салам. {
Андин йәнә йолға чиқип, әтиси Хийос арилиниң йениға кәлдуқ. Үчинчи күни Әфәстин өтүп Самос арилиға кәлдуқ вә униң әтиси кемә билән Милет шәһиригә бардуқ.
Павлус Милет шәһиридин Әфәскә адәм әвәтип, мәсиһийләр җамаити йетәкчилирини чақирди.
Бу ишлардин кейин Павлус Афина шәһиридин Коринт шәһиригә барди.
Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.