19 Мәндин Прискила билән ери Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә салам ейт.
Павлус у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир йәһудий билән униң аяли Прискилани учратти. Улар римлиқ Клавдиюс падишаниң пүтүн йәһудийларниң Рим шәһиридин чиқип кетиши тоғрисидики буйруғи сәвәвидин йеқинда Италиядин кәлгән еди. Павлус улар билән көрүшүп,
Бу йәрдики, йәни Асия өлкисидики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила билән аяли Прискила вә уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәт силәргә Рәббимизниң нами билән сәмимий салам йоллиди.
Аполлос ибадәтханида жүрәклик сөзләшкә башлиди. Аңлаватқанлардин Прискила билән Аквила уни өйигә тәклип қилип, униңға Худаниң йолини техиму толуқ чүшәндүрди.
Павлус Коринт шәһиридә мәсиһийләр билән йәнә бир мәзгил турди. Кейин улар билән хошлишип, Прискила вә Аквилалар билән кемигә олтирип, Сурийә өлкисигә кәтти. Йолға чиқиштин илгири у деңиз бойидики Кенһерийә шәһиридә чачлирини чүширивәтти. Чүнки у Худаға бир қәсәм қилған еди.
Әгәр силәр достлириңлар биләнла салам-саат қилишсаңлар, буниң башқилардин немә пәрқи? Һәтта бутпәрәсләрму шундақ қилидуғу!