Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:17 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

17 Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җака­лашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:17
35 Referans Kwoze  

Өзәңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар, чүнки дүшминиңлар болған шәйтан худди ечиқап кәткән ширдәк араңлардики мәсиһийләрни жутмақчи болуп, қатирап жүриду.


Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.


Улар ишәнчи билән әтрапидики дөләтләрни бойсундурди, адиллиқ билән дөләт башқурди, Худа вәдә қилғанларға еришти, ширлар үстидин ғалип кәлди,


Шу күни кечиси Рәббимиз Әйса Павлусниң йенида туруп: — Ғәйрәтлик бол! Сән Йерусалимда Мән үчүн гувалиқ бәргиниңдәк, әнди Рим шәһиридиму шундақ қилишиң керәк, — деди.


Шуниңдин көрүвалалаймизки, Худа тоғра йолда маңғанларни улар дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузидиғанлиғини билиду. Шуниң­дәк Худа гуна йолида маңғанларни җазалаш үчүн уларни сорақ күнигичә қандақ сақлашни билиду,


Сорақ қилинған вақтиңларда, қандақ җавап бериш яки немә дейиштин әндишә қилмаңлар. Чүнки у чағда қилидиған сөзлириңлар силәргә несип қилиниду.


Маңа күч-қудрәт бәргән Рәббимиз Әйса Мәсиһкә шүкүр ейтимән. Чүнки У мени ишәнчлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиди.


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


Лекин У маңа: «Меһир-шәпқитим саңа йетәрлик; Мениң күч-қудритим аҗиз чағлириңда толуқ ипадилиниду», деди. Шуңа һаятимда Әйса Мәсиһниң қудрити ипадиләнсун дәп, аҗизлиқлиримдин хурсәнлик билән махтинимән.


Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән.


Һөрмәтлик Теофилос җанаплири, Сизгә мәлумки, нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң аримизда қилған ишлирини хатириләшкә киришкән еди.


Мениң Йәһудийә өлкиси­дики Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрниң зиянкәшли­гигә учримаслиғим вә мән алғач баридиған бу сәдиқини Йерусалим­дики мәсиһийләрниң қобул қилиши үчүн дуа қилғайсиләр.


Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол.


Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәт­чиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.


Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил.


Худа бәлгүләнгән вақитта бу мәңгүлүк һаят тоғрисидики Хуш Хәвәрни ашкарилиди. Қутқаз­ғучимиз Худа Өз әмри билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзүш вәзипи­сини маңа тапшурди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite