Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқми­ди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:16
16 Referans Kwoze  

Кейин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән: — Әй Рәббим, бу гунани дәп уларни җазалимиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла, җан үзди.


Мана шундақ вақит келәй дәп қалди, шундақла келип қалдики, һәммиңлар Мени ялғуз ташлап өз йоллириңларға кетисиләр. Бирақ Мән ялғуз қалмаймән, чүнки Атам Мән билән биллидур.


Бу чағда шагиртларниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.


бәлки қәлбиң­ларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.


Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.


Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси деги­дәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.


Лекин алдинқилири болса, Хуш Хәвәрни йәткүзүштә өзлириниң шәхсий мәнпийитини ойлап, уни пак қәлби билән әмәс, бәлки мениң зинданда тартиватқан азавимниң үстигә жүрәк азавини қошуш үчүн қиливатиду.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Худаниң ирадиси билән чәккән әйнә шу қайғуларниң силәрдә қандақ яхши мевиләрни бәргәнлигини ойлаңлар: әстайидиллиқ билән хаталиғиңларни түзитип, өзәңларни ақлидиңлар, араңлардики гунакарниң қилмишидин ғәзәпләндиңлар һәм бу қилмишниң давам­лишиши билән Худаниң җазасиниң силәргә келишидин қорқтуңлар, мән билән көрүшүшкә интизар болдуңлар, мениң әлчилик һоқуқум­ни һөрмәтләп, маңа қизғин болдуңлар, гунакарни җазалаш арқилиқ адаләтпәрвәрлигиңларни көрсәттиңлар. Мана булар арқилиқ силәр­ниң бу ишта тоғра қилғанлиғиңлар ениқ болди.


Мениң әлчи екәнлигимдин гуманлинидиғанларға беридиған җава­вим мундақ:


Мән уларға римлиқларниң қануни бойичә сорақ қилин­ғучи әризә қилғучи билән йүзләштүрүлүштин вә униңға өзини ақлаш пурсити берилиштин илгири, униң үстидин һөкүм чиқиришқа бол­майди­ғанлиғини ейттим.


— Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.


Кишиләр силәрни «Бу адәм һәзрити Әйсаға әгәшкән», дәп ибадәт­ханиға яки һөкүмдарларниң алдиға елип берип, сораққа тартқанда, «Өзәмни қандақ ақлисам болар?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.


Меһир-муһәббәт әдәпсизлик қилмайду, шәхсий мәнпийәтни көзлимәйду, асан аччиқланмайду вә адавәт сақлимайду.


Сәнму униңдин һошияр бол, чүнки у биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә күчиниң баричә қарши чиқти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite