15 Сәнму униңдин һошияр бол, чүнки у биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә күчиниң баричә қарши чиқти.
Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.
Қутқузулуш үчүн чоқум хәтнә қилиниш керәк, дәп жүридиған «тән кәскүчиләрдин» һошияр болуңлар. Бу яманлиқ қилғучиларниң ишттин пәрқи йоқ!
Мискәр Искәндәр маңа көп зиянкәшлик қилди. Рәббимиз чоқум униңға қилмишлириға лайиқ җаза яндуриду.
Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқмиди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай.