13 Келишиңдә Троас шәһиридә болған вақтимда Карпусниң йенида қалдуруп қойған тонум билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин.
Биз та һазирғичә пат-патла ач-ялиңач, уруп-соқулуш, сәрсанлиқ-сәргәрданлиқта жүрүватимиз.
Биз кемигә олтирип, Троастин йолға чиқип, Семадирәг арилиға қарап йол елип, әтиси Македонийәдики Неаполис шәһиригә бардуқ.
Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә барди.
Хизмитимни тиришип-тирмишип ишлидим. Талай кечиләрни уйқисиз өткүздүм, ачлиқ вә уссизлиқниң дәрдини тетидим. Йәйдиғанға тамақ, кийидиғанға кийим тапалмай, ач-ялиңач қалдим.
Бирси үстүңлардин дава қилип, көйнигиңларни алмақчи болса, чапиниңларниму селип бериңлар.
Уларни әң мәйүсләндүргини Павлусниң, «Буниңдин кейин силәр мени қайта көрәлмәйсиләр», дегән сөзи болди. Кейин улар уни кемигә чиқирип узитип қойди.