Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 4:10
32 Referans Kwoze  

Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси деги­дәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.


силәрниң хәвириңларни елип кәлмәкчи болған қериндишим Титус у йәргә техи кәлмигәнлиги үчүн, көңлүм тәшвишкә чүшүп, у йәрдикиләр билән хошлишипла, Македонийә өлкисигә уни издәп кәттим.


Павлуслар Фригийә вә Галатия районлириға кирип өтүп кәтти, чүнки у вақитта Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә Хуш Хәвәр тарқитишиға йол қоймиған еди.


хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалар­дин саңа салам.


Биринчи қетим сотланғинимда маңа ярдәм қилидиғанлар чиқми­ди, әксичә һәммиси мени ташлап кәтти. Худа уларни кәчүрүм қилғай.


Башқилар өз ишли­ринила ойлап, Әйса Мәсиһни хурсән қилидиған ишларға анчә көңүл бөлмәйватиду.


Лекин роһи чүшкәнләргә тәсәлла беридиған Худа Титусни йенимизға әвәтиш арқилиқ бизгә тәсәлла бәрди.


У йәрниң адәмлири Салоникидикиләргә қариғанда кәң миқияста болуп, улар Павлус билән Силасниң һәзрити Әйса һәққидә бәргән тәлимини қизиқип аңлиди вә уларниң ейтқанлириниң тоғра-хаталиғини билиш үчүн, һәр күни Муқәддәс Язмиларни издинип үгәнди.


Павлус билән униң һәмралири сәпирини давамлаштуруп, Амфиполис вә Аполлония шәһәрлиридин өтүп, Салоника шәһиригә кәлди. У йәрдә йәһудийларниң ибадәтханиси бар еди.


Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яман­лиқ қилди.


Худа Атимиз вә Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһкә болған ортақ ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған саңа меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!


Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.


Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилти­­­зидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.


вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә салам.


Мениң силәргә болған қизғинлиғимдәк қизғинлиқни Титусниң қәлбигә салған Худаға шүкүрләр болғай!


Титус хелә бурун силәрниң бу мәртләрчә сәдиқә қилишни башлишиңларға ярдәм қилған екән, униңдин бу ишниң ахирини чиқиришиңларға ярдәм беришни өтүндуқ.


У Антакяда мәсиһийләр билән хелә көп вақит туруп, йәнә йолға чиқти вә Галатия, Фригийә районлирини арилап, барғанла йеридә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтти.


Лекин Салоникидики йәһудийлар Павлус­ниң Берияда һәзрити Әйса һәққидики Хуш Хәвәрни йәткүзгән­лигини аңлап, у йәргә берип Павлусқа зиянкәшлик қилиш мәхситидә топилаң көтирип, аммини қутратти.


Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди.


Павлус билән униң һәмралири кемигә олтирип, Пафостин Памфи­лийә өлкисиниң Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна (Маркус) улардин айрилип Йерусалимға қайтти.


Лутниң аялиниң мал-мүлкигә көзи қиймай кәйнигә қарап, таш тузға айлинип қалғанлиғи есиңларда болсун!


Икки ғоҗайинға хизмәт қилалайдиған һеч қандақ чакар йоқ. У яки буни яман көрүп, уни яхши көриду, яки буниңға етивар берип, униңға сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң вә мал-дунияниң қули болушуңлар мүмкин әмәс.


Шуниңға охшаш, қайсиңлар болсун бар-йоқуңлардин ваз кәчмисәңлар, Мениң шагиртим болалмайсиләр.


Амма бу ишларниң йүз бериши пәйғәмбәрләрниң Муқәддәс Язмиларда алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулуши болди. Бу чағда шагиртлириниң һәммиси Уни ташлап қечип кетишти.


Инсан Оғлиға қарши сөз қилғанлар кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду.


Титусқа кәлсәк, у мениң һәмрайим вә араңларда қиливатқан ишлиримда хизмәтдишимдур. Башқа икки қериндишимиз болса җамаәтләрниң вәкиллири болуп, улар Әйса Мәсиһкә шан-шәрәп кәлтүргүчиләрдиндур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite