7 Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
Шундақ болғанда, биз кишиләрниң һейлә-микирлиригә гөдәк балилардәк алдинип, һәр хил ғәйри тәлиматларниң шамили вә долқунлиридин тәвринип кәтмәймиз.
Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.
Бу һәқтә ейтишқа тегишлик нурғун сөзлирим бар, лекин чүшинәй демәй аңлапла қойсаңлар, буни силәргә чүшәндүрүш тәс.
Рәббимизниң тәлимигә қарши турғанларғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.
Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилисиләрю, ялғуз Худаниң махтишиға егә болушқа тиришмайсиләр. Бу һалда Маңа қандақму ишинәләйсиләр?
Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди: — Асманниң Падишалиғиниң сирлири уларға әмәс, силәрниң билишиңларға берилди.