Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 3:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

4 Улар сатқун, һәдди­дин ашқан вә һакавур болуп, кәйп-сапани Худадин яхши көриду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 3:4
12 Referans Kwoze  

Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәд­дәс Язмиларда бурунла йезилған.


Җамаәт йетәкчиси йеңи мәсиһийләрдин болмаслиғи керәк. Әгәр ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Буниң билән уму шәйтанға охшаш тәкәббурлашқанлиғи үчүн Худаниң сориғиға учрайду.


Улар араңларға бөлгүнчилик салидиған, өз тәбиити тәрипидин башқурулған, қәлбидә Муқәддәс Роһ болмиған кишиләрдур.


Бундақ кишиләр Рәббимиз Әйса Мәсиһкә әмәс, бәлки өз нәпси үчүн хизмәт қилиду. Улар силиқ-сипайә гәпләр вә хошамәтчилик қилиш билән саддә адәмләрниң каллисини қаймуқ­туриду.


Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.


Лекин ери өлүп кәткән һөзүр-һалавәт үчүнла яшайдиған тул аяллар һаят болсиму, роһий җәһәттә бәри бир өлгәнгә һесап.


Тоғра, бу шахлар, йәни йәһудийлар Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнликтин сундурулди. Силәр болсаңлар, Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңлар билән уландиңлар, шуңа силәр мәғрурланмаңлар, әксичә Худадин қорқуңлар!


Силәрниң әҗдат­лириңлар зиянкәшлик қилмиған бирәр пәйғәмбәр барму һә? Улар «Худаниң Адаләтчиси» болған һәзрити Әйсаниң келидиғанли­ғини алдин-ала җакалиғанларниму өлтүрүшкән. Әнди У Өзи кәлгәндә, силәр Униңға сатқунлуқ қилип, Униму өлтүрдүңлар.


Бу ишларни һеч ким йоққа чиқири­ветәлмәйду. Шуңа силәр өзәңларни бесивелишиңлар, ойлимай бирәр көңүлсиз иш чиқирип қоймаслиғиңлар керәк.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite