Тимотийға йезилған иккинчи хәт 3:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси2 У чағда инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға бепәрвалиқ қилидиған, Gade chapit la |
Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду.
Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар,