Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду.
Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Җаффа шәһиридә Табита исимлиқ бир аял мәсиһий бар еди. (Грекчә исми «Доркас» болуп, «кейик» дегән мәнада.) У һәр вақит яхши иш қилидиған болуп, намратларға ярдәм берәтти.
Улар Худани тонуймиз, дәп давраң салсиму, лекин әмәлиятида Уни рәт қилиду. Улар һеч кимгә бойсунмайдиған жиркиничлик кишиләр болуп, қолидин һеч қандақ яхши иш кәлмәйду.