Тимотийға йезилған иккинчи хәт 3:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси15 Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди. Gade chapit la |
Павлус адити бойичә ибадәтханиға кирип, уда үч дәм елиш күни у йәрдә җәм болған кишиләр билән Муқәддәс Язмиларни асас қилған һалда муназирилишип, уларға Қутқазғучи-Мәсиһниң Худаниң ирадиси билән өлтүрүлүп, андин өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини ениқ чүшәндүрүп бәрди. — Мән силәргә җакалиған һәзрити Әйса дәл Қутқазғучи-Мәсиһниң Өзи! — деди у.
У барлиқ хәтлиридә бу ишлар һәққидә тохталған. Униң хәтлиридә чүшиниш тәс болған бәзи җайлар бар. Худа тоғрисидики билими аз вә ишәнчтә аҗиз кишиләр Муқәддәс Язмиларниң башқа қисимлирини бурмилиғандәк, Униң хәтлиридики чүшиниш тәс болған җайларниму бурмилап чүшәндүриду. Мошундақ қилғанлар өзигә һалакәт елип келиду.