Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:8
18 Referans Kwoze  

Лекин У өлгәндин кейин, Худа Уни өлүмниң илкидин қутқузуп қайта тирилдүрди, чүнки өлүм Уни чирмавалалмиди.


Мән йәткүзүп келиватқан бу Хуш Хәвәр бойичә, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң йошурун ишлири үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду.


Худа силәр­ни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривигә егә қилиш үчүн, биз йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ қутқузулушқа чақирди.


Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади.


Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим. Мениң бу сөзлирим­ниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим.


Буниң билән йетәкчиләрдин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин кәлгән Шир — Давутниң Нотиси ғалибә қилди. Орам язмини вә униң йәттә печитини ечиш­қа У қадир, — деди.


Бу тәлимләр мәдһийиләшкә мунасип болған Худа тәрипидин маңа аманәт қилинған улуқ Хуш Хәвәргә асасланған.


Қериндашлар, илгири мән силәргә йәткүзгән, силәрму қобул қилип, ишәнчиңларниң асаси қилған Хуш Хәвәрни есиңларға салмақчимән.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.


Худа бурун вәдә бәргинидәк, Давут падишаниң әвлатлиридин исраилларға бир Қутқазғучи тайинлиди. У — һәзрити Әйсаниң Өзидур!


У болса пәйғәмбәр болуп, Худаниң униң тәхтигә өз әвладидин бирини варислиқ қилдурушқа қәсәм билән вәдә бәргәнлигини биләтти.


мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ хатириләнгән: Қутқазғучи-Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду.


Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур.


Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил бериду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite