22 Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.
Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр билән қаршилишидиған яман һәвәсләрдин тутувелиңлар.
Яманлиқни ташлап, яхши ишларни қилсун, Һәммиси билән инақ яшашқа тиришсун.
Шуниң үчүн җинсий әхлақсизлиқтин жирақ болуңлар. Инсанлар қилған башқа гуналарниң һәммиси тәнниң сиртида болиду. Лекин җинсий әхлақсизлиқ қилғучи өз тенигә қарши гуна қилған болиду.
Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.
Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.
Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.
Шу сәвәптин, қәдирлик қериндашлирим, бутпәрәсликтин сақлиниңлар.
Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир-муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур.
Қәдирлик достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә ал. Яхшилиқ қилған киши Худаға мәнсүптур, яманлиқ қилған киши Худани тонуп йәтмигәндур.
Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һәммиңларни иттипақлишишқа, бөлүнмәсликкә, бир нийәт, бир мәхсәттә бирлишишкә чақиримән.
Шуниң үчүн өзимизни инақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң ишәнчини мустәһкәмләйдиған ишларға атайли.
Шуңа меһир-муһәббәтлик болушқа интилиңлар һәм Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләргә, болупму Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитигә қизғинлиқ билән интилиңлар.
Чүнки Худаниң Падишалиғида йемәк-ичмәк қаидилиригә риайә қилип яшаш әмәс, бәлки һәққанийлиқ, инақлиқ вә Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә яшаш муһимдур.
Һазир у Дәмәшққә келип, Саңа ибадәт қилған кишиләрни тутуш үчүн алий роһанийлардин һоқуқ апту.
Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.
Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди.
Истипан ямғурдәк йеғиватқан ташниң астида туруп: — Әй Рәббим Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп вақириди.