Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:16
19 Referans Kwoze  

Әхмиқанә талаш-тартишлар, нәсәбнамиләр тоғрисидики қуруқ гәп-сөзләр вә Тәврат қануни билән мунасивәтлик җедәл-маҗралар­дин сақлан. Чүнки бу ишлар пайдисиз вә әһмийәтсиздур.


Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләр­дин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартиш­ли­ри­дин сақлан.


Улар бемәна йәһудий әпсанилиригә вә һәқиқий тәлимдин чәтнигәнләрниң диний қаидә-йосунлириға қулақ салмисун.


Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.


Девиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүтүн дуния һәйранлиқ ичидә девигә әгәшти.


Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.


Нурғун кишиләр уларниң шәрмәндилигигә әгишип кетиду. Бу сахта тәлим бәргүчиләр сәвәви­дин Әйса Мәсиһ вә Униң һәқиқәт йоли һақарәткә учрайду.


Диққәт қилиңларки, һеч ким Худаниң меһир-шәпқитидин мәһрум қалмисун. Силәргә зиян йәткүзидиған вә көпчиликни зәһәрләйдиған, адавәтниң гияси араңларда йилтиз тартмисун.


Мошундақ кишиләрниң ағзини тувақлаш керәк. Чүнки улар мал-дунияға егә болуш үчүн кишиләргә сахта тәлимләрни үгитип, бәзи аилиләрниң ишәнчини пүтүнләй набут қилмақта.


Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән биллә өзлириму алдинип кетиду.


Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.


Бундақ сөзләргә алданмаңлар, чүнки «Яман билән дост болсаң, яхши әхлақни бузар».


Силәрниң махтинишиңлар тоғра әмәс. «Кичик­кинә хемиртуруч пүтүн хемирни болдуралайду», дегән сөзни яхши билисиләрғу?


У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайди­ғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди.


Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар,


Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite