Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:14 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

14 Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:14
30 Referans Kwoze  

Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң җедәл терийдиғанлиғини билисән.


Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падиша­лиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки,


Ишәнчи аҗиз қериндашларниң пикирлири үстидә һөкүм қилмай, уларни қобул қилиңлар.


Шуниң үчүн һәр хил ғәйри тәлимләрниң аздурушиға берилип, туюқ йолға кирип қалмаңлар. Өзәңларни йемәкликләр тоғрисидики қаидиләргә риайә қилиш билән әмәс, Худаниң меһир-шәпқити билән мустәһкәмләңлар. Чүнки бундақ қаидиләргә риайә қилишниң һеч қандақ қиммити йоқтур.


Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләр­ниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма.


Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.


Һаят вақтимда буларни ядиңлар­ға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көрдүм.


Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,


Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.


Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмән­ликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.


Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.


Әмәлиятта әгәшкиниңлар һәқиқий Хуш Хәвәр әмәс, бәлки бәзи адәмләрниң силәрни қаймуқтуруп ейтқанлиридур. Улар Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни бурмилимақчи.


униңға: — Һәй, шәйтанниң оғли! Һәммә адиллиқниң дүшминисән. Қәлбиң һәр хил һелигәрлик вә алдамчилиқ билән толған. Худаниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?


Бир адәм пүтүн дунияға егә болуп һаятидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! Немини төләпму һаятлиққа еришкили болсун?!


Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән қабилийәтни толуқ ишләткәйсән.


Бәзи кишиләр бу тәлимдин чәтнәп, бемәна гәпләрни қилип жүриду.


Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Сән мәсиһийләргә шуни әслитип турғунки, улар һөкүмәт вә һөкүмәт әмәлдарларға бойсунсун, уларниң сөзини аңлап һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite