Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин тансақ, Уму биздин таниду.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 2:12
29 Referans Kwoze  

Худаниң пәрзәнтлири екәнмиз, Униң вәдә қилған һәқиқий байлиғиға мирасхормиз, шундақла униңға Әйса Мәсиһ билән биллә мирасхорлуқ қилимиз. Кәлгүсидә Әйса Мәсиһ билән бирликтә Худаниң шан-шәривидин һөзүрлиниш үчүн, бизму һазир Әйса Мәсиһкә охшаш азап-оқубәтләрни тартиватимиз.


Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанларни Мәнму асмандики Атам алдида рәт қилимән.


Андин тәхтләрни вә уларда олтарғанларни көрдүм. Уларға һөкүм қилиш һоқуқи берилгән еди. Униңдин башқа, Әйсаға гувалиқ бәргәнлиги вә Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги үчүн каллиси елинған­лар­ниң җанлириниму көрдүм. Улар девигә вә униң һәйкилигә ибадәт қилмиған, униң бәлгүси пешанисигә вә қоллириға урулмиғанлар еди. Уларниң һәммиси тирилип, Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүрәтти.


Дәсләпки тирилиштин һөзүрләнгәнләр бәхитлик вә муқәддәстур. Иккинчи өлүмниң буларни илкигә елиш һоқуқи йоқтур. Улар Худаниң вә Мәсиһниң роһанийлири болиду вә Мәсиһ билән бирликтә миң жил һөкүм сүриду.


Бирақ көпчилик алдида Мени рәт қилғанлар, Худаниң периштәлири алди­диму рәт қилиниду.


Уларни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Худайимизниң хизмитидики роһаний қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүргүси».


Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.


Сениң шәйтанниң тәхти орунлашқан йәрдә туридиғанлиғиңни билимән. Шундақтиму сән Мениң намимға садиқ болуп кәлдиң. Һәтта араңдики ишәнчлик гувачим Антипа мошу шәйтанниң мака­нида өлтүрүлгән күнләрдиму Маңа ишәнгәнлигиңни инкар қилмидиң.


Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.


Бу хәтни чоқум йезишим керәк, чүнки Худа йолида маңмиған бәзи кишиләр араңларға көз боямчилиқ билән киривелип, бузуқчилиқ қиливәрсәкму Худаниң меһир-шәпқити билән кәчүрүлимиз, дегәндәк тәлимләрни берип, бирдин-бир Егимиз вә Рәббимиз болған Әйса Мәсиһни рәт қилмақта. Уларниң сораққа тартилиши һәққидә Муқәд­дәс Язмиларда бурунла йезилған.


Силәргә қарши турғучилардин қилчә қорқмаңлар. Силәрдики бу ғәйрәт уларниң һалак болидиғанлиғиниң, силәрниң болса, Худа тәрипидин қутқузулидиғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Бу заманниң вапасиз вә гунакар кишилири алдида кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мәнму Атамниң шан-шәриви ичидә муқәддәс периштәләр билән биллә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.


Бирақ Петрус: — Сиз билән биллә өлүшкә тоғра кәлсиму, Сиздин танмаймән, — деди. Қалған шагиртларму шундақ дейишти.


Сениң әмәлиятиңни билимән. Күчүң аҗиз болсиму, тәлимимгә әмәл қилдиң вә намимни инкар қилмидиң. Шуниң үчүн алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.


Улар у йәрләр­дә мәсиһийләрниң ишәнчини күчәйтип, давамлиқ Рәббимиз Әйсаға уларни садиқ болушқа илһамландурди. Улар мәсиһийләргә мундақ деди: — Биз Худаниң Падишалиғиға кириш үчүн, чоқум нурғун җапалар­ни бешимиздин өткүзүшимизгә тоғра келиду.


— Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җаза­сиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду.


Петрус һәзрити Әйсаниң: «Ғораз чиллаш­тин бурун, сән Мәндин үч қетим танисән!» дегән сөзини есигә елип, ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.


бизни бир падишалиқ қилип уюштуруп, Өз Атиси Худаниң хизмити­дики роһаний қилди. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Униңға мәңгү мәнсүп болғай, амин!


Худди Атам Маңа падишалиқ һоқуқини тәғдим қилғандәк, силәргиму шуни тәғдим қилимән.


Силәр Мениң Падишалиғимда Мән билән һәмдәстихан болисиләр вә тәхтләрдә олтирип, исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүмранлиқ қилисиләр.


Бир адәмниң гунайи түпәйлидин өлүм инсанларға һөкүмранлиқ қилған йәрдә, Худаниң мол меһир-шәпқити вә һәққаний болуш соғисиға еришкән кишиләр йәнә бир адәм, йәни Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятида гуна вә өлүм үстидин ғалибә қилмасму?


Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду.


Бәрдашлиқ бериш һәққидики әмримгә әмәл қилғанлиғиң үчүн, бу дуниядики инсанларни синаш мәхситидә пүтүн йәр йүзигә балаю-апәт чүшири­лидиған вақитта сени униңдин қоғдап қалимән.


Мән ғалибә қилип, Атам­ниң тәхтидә Униң билән биллә олтардим. Шуниң үчүн Мәнму ғалибә қилғучи­ларға тәхтимдә Мән билән биргә олтириш һоқуқини беримән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite