Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур.

Gade chapit la Kopi




Тимотийға йезилған иккинчи хәт 1:8
48 Referans Kwoze  

Бу Хуш Хәвәрдин номус қилмаймән, чүнки бу Хуш Хәвәр арқилиқ Худаниң күч-қудрити аян болуп, Әйса Мәсиһкә ишәнгән һәр бир киши қутқузулиду. Бу Хуш Хәвәр авал йәһудийларға, кейин йәһудий әмәсләргә тарқитилған.


Бу заманниң вапасиз вә гунакар кишилири алдида кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мәнму Атамниң шан-шәриви ичидә муқәддәс периштәләр билән биллә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.


Лекин сән һәр қандақ әһвалда өзәңни сәгәк тут. Азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур. Һәр вақит Хуш Хәвәр йәткүзүш хизмитидә болуп, Худа саңа тапшурған вәзипини ада қил.


Қериндашлиримиз Қозиниң қени вә Униң қилған гувалиғи билән әҗдиһани йәңди. Улар һәтта өлүм алдидиму өз җенини айимиди.


Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәт­чиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.


Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худа­ниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.


Шуңлашқа мәнки Павлус һәр дайим силәргә дуа қилмақтимән. Мән силәр йәһудий әмәсләргә Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигим үчүн мәһбус болдум.


Мениң һазирқи мәхситим, Әйса Мәсиһни вә Униң өлүп тирилиш қудритини, шундақла Униң тартқан азап-оқубәтлирини өз кәчүрмишим арқилиқ чоңқур тонуп йетип, Униң өлүмини үлгә қилиш


Әгәр кимду-ким Мәндин вә Мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсан Оғли болған Мән Өзәмниң, Атамниң вә муқәддәс периштәләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинимдә, униңдин номус қилимән.


Рәббимиз Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт қилғай, чүнки у көп қетим мени йоқлап, көңлүмни көтәрди. У мениң мәһбус болғанлиғимдин номус қилмиди.


Шу сәвәпләрдин Рәббимизгә хизмәт қилиш йолида мәһбус болған мән силәрдин Худаниң чақириғиға мунасип яшишиңларни өтүнүп сораймән.


Мән қериндишиңлар Юһаннамән. Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн азап-оқубәткә, Худаниң Падишалиғиға вә сәвир-тақәткә ортақмиз. Худаниң Сөзи вә Әйса Мәсиһниң қилған гували­ғини тарқатқанлиғим үчүн, бир мәзгил Патмос арилида мәһбус болуп туруп қалғандим.


Һәммимизни қутқузған ялғуз Худа силәрни жиқилип чүшүш­тин сақлап, әйипсиз вә хошал-хорам һалда Өзиниң улуқвар һозуриға елип келишкә қадирдур. Барлиқ шан-шәрәп, улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ Рәббимиз Әйса арқилиқ әзәлдин та һазирғичә вә әбәдил-әбәт Худаға мәнсүп болғай, амин!


Худа алдин-ала тәйяр­лап қойған бу үзүл-кесил қутқузушни ахир заманда ашкарә қилғичә, Өзиниң қудрити билән силәрни ишәнчиңлар арқилиқ қоғдайду.


Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуп, мән билән биргә азап-оқубәт тартишқа тәйяр тур.


Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимиз­ниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Шуңа мениң силәр үчүн тартқан азап-оқубәтлиримдин роһсизлинип кәтмәй, әксичә буниңдин пәхирлинишиңларни өтүнимән.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.


Асмандики Атимиз Өз Оғли Әйса Мәсиһни бу дуниядики инсанларниң Қутқазғучиси болушқа әвәтти. Буни биз көрдуқ һәм буниңға гувалиқ беримиз.


Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җака­лашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти.


Мән маңа күч-қудрәт ата қилғучи Рәббимиз Әйса Мәсиһ­кә тайинип, Худа мәндин тәләп қилған һәр қандақ ишни қилалай­мән.


Бу худди Худа Муқәддәс Язми­ларда ейтқандәк: «Хәлиқ путлишидиған, Хәлиқни жиқитидиған, Бир Таш Сионға Бирақ Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».


Әлчиләр кеңәшмидин чиқип, Худаниң өзлирини һәзрити Әйсаниң нами үчүн хорлуқ азави чекишкә лайиқ көргәнлигидин интайин хурсән болушти.


Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәр­лик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.


Юһанна Худаниң Сөзи — Әйса Мәсиһ бәргән гувалиққа, көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.


Бу мән силәргә йәткүзгән Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрниң һәқиқий екәнлигини испатлайду.


Силәрни ишәнсун дәп, буни көргүчи гувалиқ бәрди. Униң гувалиғи һәқтур. Көргүчи өзиниң ейтқанлириниң һәқ екәнлигини билиду.


Мән һазир силәр үчүн азап-оқубәт тартиватқинимға хурсәнмән. Чүнки худди Әйса Мәсиһ азап-оқубәт тартқанға охшаш, мән Униң тени, йәни мәсиһийләр җамаити үчүн тартишқа тегишлик болған азап-оқубәтниң бир қисмини өз тенимдә тартиватимән.


Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.


Худаниң һәқиқитини йәткүздуқ, Худаниң қудритиниң биз билән биллә екәнлигини намайән қилдуқ. Һәққаний­лиқни өзимизгә қурал қилип, түрлүк һуҗумларға зәрбә бериш билән биргә өзимизниму қоғдидуқ.


Худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Сени дәп күн бойи өлүм гирдавида туруватимиз. Союлидиған қойлар орнида қариливатимиз».


Силәрму Маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип Мән билән биллә болдуңлар.


Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди. Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди.


Биз йәнә шуни тилидуқки, Худа силәрни Өзиниң улуқ қудрити билән күчләндүргәй. Шундақ болғанда, силәр һәр қандақ ишқа сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берәләйсиләр һәм хошал-хорамлиққа чөмүп,


Һазир бу меһир-шәпқәт Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән аян болди. Әйса Мәсиһ инсанларни қоршавға алған өлүмниң күчини бекар қилип, Хуш Хәвәр арқилиқ инсанларға мәңгү һаят йолини ечип бәрди.


Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут. Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite