Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

8 Һеч кимниң ненини бекарға йемигән едуқ. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн тиришип-тирмишип, кечә-күндүзләп ишлигән едуқ.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:8
14 Referans Kwoze  

Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.


Қериндашлар, бизниң қандақ тиришип-тирмишип ишлигәнлигимиз җәзмән есиңларда бардур. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн, бир тәрәптин кечә-күндүзләп ишләп турмушумизни қамди­сақ, йәнә бир тәрәптин Худаниң Хуш Хәвирини силәргә йәткүздуқ.


уларниң йенида қелип ишлиди. Чүнки бурундин чедир ясаш билән турмуш кәчүридиған Павлус улар билән кәсипдаш чиқип қалди.


Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.


Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.


Икки билигимизгә тайинип, ишләп җан беқиватимиз. Бизгә тил-аһанәт қилғанларға бәхит тиләватимиз, зиянкәшликкә учрисақ, бәрдашлиқ бериватимиз.


Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар.


Силәр билән биллә болған вақитлиримда, еһтияҗим болсиму, һеч қайсиңларға еғирчилиғимни салмидим. Чүнки Македонийә өлкисидин кәлгән қериндашлар кам-котамни толуқлап бәрди. Һеч қандақ ишта силәргә жүк болмай кәлдим, буниңдин кейинму жүк болмаймән.


Мән икки били­гимгә тайинип, өзәмниң вә һәмралиримниң һаҗитидин чиқтим.


Биз әлчи болған екәнмиз, мәсиһийләр тәрипидин йемәк-ичмәк билән тәминлиниш һоқуқумиз йоқму?


Хизмитимни тиришип-тирмишип ишлидим. Талай кечиләрни уйқисиз өткүздүм, ачлиқ вә уссизлиқниң дәрдини тетидим. Йәйдиғанға тамақ, кийиди­ғанға кийим тапалмай, ач-ялиңач қалдим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite