Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:7
13 Referans Kwoze  

Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм сорашқа һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки силәргә яхши үлгә қалдуруш үчүн еди.


Шуниң үчүн силәрниң мени үлгә қилишиңларни өтүнимән.


Мән Әйса Мәсиһни өзәмгә үлгә қилғинимдәк, силәрму мени өзәң­ларға үлгә қилиңлар.


Қериндашлар, мени үлгә қилиңлар, шундақла силәр бизни үлгә қилған кишиләрдинму үгиниңлар.


Өзәң­му һәр қандақ ишта яхши әмәлиятиң билән уларға үлгә бол. Пак нийәт, еғир бесиқлиқ


Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.


Мәсиһийләрдин болған силәрниң араңлардики әмәлий һәрикити­миз­ниң пак, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзәңлар гувалиқ берәләй­силәр, буниңға Худаму гувадур.


Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә көргәнлириңларни әмәлий һәрикитиңларда көрситиңлар. Шундақ болғанда, хатирҗәм­лик беридиған Худа силәр билән биллә болиду.


Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite