Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:6
24 Referans Kwoze  

Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзәңлар билисиләр, чүнки биз силәр билән биллә болғанда һорунлуқ қилип, лағайлап жүрмигәндуқ.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


Шуниң үчүн, қериндашлар, ишәнчиңларда қәтъий тәврәнмәңлар, биз силәр­гә еғизчә вә хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимдә чиң туруңлар!


Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивал­диңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тириши­шиң­ларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.


Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйса­ниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар.


Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.


Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.


Дайим мени әсләп турғанлиғиңлар вә мән силәргә йәткүзгән тәлим­ләргә әмәл қилғанлиғиңлар үчүн силәрни махтаймән.


Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.


Шуңа силәр һәммә мәсиһийләрни чақирип, Рәббимиз Әйсаниң нами билән бир йәргә җәм болғанда, мениму силәр билән биллә дәп қарап, Рәббимиз Әйсаниң күч-қудрити билән


Әгәр қериндишиң уларниң сөзигә қулақ салмиса, әһвални мәсиһийләр җамаитигә уқтуруп қой. Әгәр уларниңкигиму қулақ салмиса, уни бутпәрәс яки инсапсиз баҗгир қатарида көр.


Мән тирикләр билән өлгәнләрни сорақ қилидиған һәм Өз Падиша­лиғини қуруш үчүн қайта келидиған Әйса Мәсиһниң, шундақла Худаниң алдида саңа буйруқ қилимәнки,


һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.


Силәр у кишини кәчүрсәңлар, мәнму уни кәчүримән. Мән кимни кәчүрсәм, буни Әйса Мәсиһ алдида силәр үчүн қилдим.


Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләр­ниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма.


Алдинқи хетимдә силәргә шәһваний һәвәсләргә берилгән әхлақсиз адәмләр билән алақә қилмаслиқ тоғрисида язған едим.


Әгәр бирәр киши силәрниң җамаитиңларға Әйса Мәсиһниң тәлимлирини әмәс, бәлки башқичә тәлим елип кәлгән болса, уни өйүңларға тәклип қилмаңлар һәм уни қарши алмаңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite