Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 амма Рәббимиз ишәнчликтур. У силәр­ни мустәһкәм қилиду һәм шәйтанниң яманлиқлиридин сақлайду.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:3
16 Referans Kwoze  

Рәббимиз мени һәр хил яманлиқлардин қутқузуп, асмандики Өз Падишалиғиға бехәтәр йәткүзгәй. Барлиқ шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Силәрни чақирған Худа җәзмән шундақ қилиду. У ишәнчликтур!


Силәр дуч кәлгән синақларға башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Худа ишәнчликтур! У силәрни бәрдашлиқ бериш чекиңлардин һалқи­ған синақларға учратмайду. Худа силәрниң синаққа дуч кәлгәндә пут тирәп туралишиңлар үчүн, аздурулуштин сақлиниш йолини ечип бериду.


Силәрни Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ билән зич бағлинишқа чақирған Худа чоқум шундақ қилиду, чүнки У ишәнчликтур.


Уларни бу дуниядин айривәт дәп әмәс, бәлки шәйтандин сақла дәп тиләймән.


Һәммимизни қутқузған ялғуз Худа силәрни жиқилип чүшүш­тин сақлап, әйипсиз вә хошал-хорам һалда Өзиниң улуқвар һозуриға елип келишкә қадирдур. Барлиқ шан-шәрәп, улуқлуқ, қудрәт вә һоқуқ Рәббимиз Әйса арқилиқ әзәлдин та һазирғичә вә әбәдил-әбәт Худаға мәнсүп болғай, амин!


Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән. Бизни яманлиқтин жирақ қилғайсән».


Шуниңдин көрүвалалаймизки, Худа тоғра йолда маңғанларни улар дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузидиғанлиғини билиду. Шуниң­дәк Худа гуна йолида маңғанларни җазалаш үчүн уларни сорақ күнигичә қандақ сақлашни билиду,


Бизгә гуна қилған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән».


Пәқәт «һә-ә» дегиниңлар «һә-ә», «яқ» дегиниңлар «яқ» болсун. Буниңдин артуғи шәйтандин келиду.


Мени пүтүн бала-қазалардин қутқузған периштә Уларға бәхит ата қилғай. Мениң намим, ата-бовам Ибраһим билән Исһақниң нами Бу балилар арқилиқ мәңгү давамлашқай. Улар нурғун әвлатлиқ болуп, йәр йүзидә гүлләп яшниғай».


Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite