Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 Худаниң бизни бузуқ вә яман адәмләрдин қутулдуруши үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм Рәббимиз Әйса Мәсиһкә ишәнгини йоқ,

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:2
18 Referans Kwoze  

Мениң Йәһудийә өлкиси­дики Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләрниң зиянкәшли­гигә учримаслиғим вә мән алғач баридиған бу сәдиқини Йерусалим­дики мәсиһийләрниң қобул қилиши үчүн дуа қилғайсиләр.


Бирақ худди Йәшая пәйғәмбәрниң: «Әй Пәрвәрдигар, биз йәткүзгән сөзләргә кимму ишәнди?» дегинидәк, һәммә адәм Хуш Хәвәрни қобул қилған әмәс.


Униң сөзлиригә бәзиләр ишәнди, бәзиләр ишәнмиди.


Биз­ниң йениңларға барғумиз кәлгән еди. Болупму мәнки Павлус нәччә қетим силәрни йоқлап бармақчи болған болсамму, бирақ буниңға шәйтан тосалғу болди.


Бирақ ишәнмигән йәһудийлар башқа йәһудий әмәсләрниң идеясини зәһәрләп, уларни мәсиһийләргә қарши турушқа қутратти.


Бирақ йәһудийлар шәһәр башлиқлирини вә абройлуқ диндар аялларни Павлус билән Барнабаға қарши туруш­қа қутратти. Улар у иккисигә зиянкәшлик қилғузуп, уларни өз йәрлиридин қоғлап чиқарди.


Бирақ бунчә көп адәмләрни көргән бир қисим йәһудийлар көрәлмәслик қилишқа башлиди. Улар Павлусниң сөзлирини рәт қилди вә уни һақарәтлиди.


Яқ! Әксичә Худа җәзмән тездин уларниң һалиға йетиду. Дәрвәқә, Инсан Оғли асмандин қайтип кәлгәндә, йәр йүзидин Өзигә ишинидиғанларни тапаларму?


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зирәләрниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ Тәврат қануниниң техиму муһим тәрәп­лири болған һәққанийлиқ, рәһимдиллик вә садиқлиққа сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду.


— Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнми­гән­лигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар.


Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җака­лашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти.


Мән Әфәс шәһиридә жиртқуч һайванларға охшаш әшу дүшмәнләр билән елиштим. Өлүмдин тирилиш болмиса, мениң шундақ қилғинимниң немә пайдиси болатти? Әгәр өлгәнләр тирилмисә, ундақта «Бәри бир әтә өлүп кетидиған болғандин кейин, йәп-ичип жүрүвалайли» дегән сөз орунлуқ болатти!


Бирақ йәһудийлар буниңға көрәлмәслик қилди. Улар кочида бекар жүридиған һарамтамақларни топлап, шәһәрдә топилаң көтәрди. Йәһудийлар Павлус билән Силасни тутуп, топилаңчиларға тапшуруп бериш мәхситидә Ясун исимлиқ бир мәсиһийниң өйигә бастуруп кирди.


Чүнки мениңчә мәһбусни Римға әвәтип, униң үстидин қилинған шикайәттин тәпсилий мәлумат бәрмәслик тоғра әмәс.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite