Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Аманлиқниң мәнбәси болған Рәббимиз һәр вақит һәр җайда силәр­гә аманлиқ ата қилғай. Рәббимиз һәммиңлар билән биллә болғай!

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:16
40 Referans Kwoze  

Буларни силәргә Мән арқилиқ аманлиқ тапсун, дәп ейттим. Бу дунияниң адәмлири силәрни азап-оқубәткә салиду. Амма ғәйрәтлик болуңлар, чүнки Мән бу дуния үстидин ғалибә қилдим!


Силәргә аманлиқ қалдуримән, Өз аманлиғимни силәргә тәғдим қили­мән. Мениң силәргә тәғдим қилғиним бу дунияниң адәмли­риниң силәргә бәргинигә охшимайду. Көңлүңларни беарам қилмаңлар, қорқмаңлар.


«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.


Аманлиқ бәргүчи Худа һәммиң­лар билән биллә болғай, амин!


Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.


«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.


Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениң­лар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.


Рәббимиз силәр билән биллә болғай. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болсун!


Мән бу хәтни һәммиңларға, йәни Худа меһир-муһәббәт көрсәткән вә У муқәддәс хәлқим, дәп чақирған силәр римлиқларға йезиватимән. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ силәргә меһир-шәпқәт вә аман­лиқ ата қилғай!


уларға Мән силәргә буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!


Рут етизда башақ териватқанда, Боаз Бәйтләһәмдин кәлди. У омичиларға: — Пәрвәрдигар силәргә яр болғай! — дәп салам бәрди. — Пәрвәрдигар сизгә бәхит ата қилғай! — дәп салам қайтурди уларму.


Аманлиқ бәргүчи, йәни мәңгүлүк келишимниң қени арқилиқ қой падисиниң Баш Қойчиси болған Рәббимиз Әйсани өлүмдин тирилдүргән Худа


Ибраһимму еришкән олҗисиниң ондин бир үлүшини униңға атиған еди. Малкисидиқ дегән исимниң мәнаси «Һәққанийәт пади­шаси» дегәнликтур. У Салим шәһириниң падишаси болуп, «Салим падишаси» дегәнниң мәнаси «Аманлиқ падишаси» дегәнлик­тур.


Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетил­гән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!


Җәм болуп ибадәт қилғиниңларда қалаймиқанчилиқ болмисун. Чүнки Худа қалаймиқан­чилиқ салғучи әмәс, бәлки тиничлиқ бәргүчидур. Мән билидиған һәр қайси мәсиһий­ләр җамаити әйнә шундақтур.


Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити һәммиң­ларға яр болғай!


Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.


Атимиз Худа вә Рәббимиз Әйса бизниң силәр билән көрүшүши­мизгә йол ачқай.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite