Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.

Gade chapit la Kopi




Салоникилиқларға йезилған иккинчи хәт 3:15
17 Referans Kwoze  

Шундақ ишларни қилип мәсиһийләр арисида груһвазлиқ пәйда қилғучиларни агаһландур. Бир-икки қетимлиқ агаһландуруштин кейин йәнә груһвазлиқ қилса, улар билән болған мунасивитиңни үз. Бундақ адәм­ләр­ниң һәқиқәттин чәтнигән, гунакар адәмләр екәнлиги ениқтур. Уларниң қилған гуналири өзлирини җазаға мәһкүм қилиду.


Қериндашлар, силәрдин өтүнимизки, бекар тәләпләрни ойғитиңлар, жүрәксизләрни илһамландуруңлар, аҗизлиғи болғанларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвирчан болуңлар.


у адәмни мәсиһийләр җамаитидин қоғлап чиқирип, шәйтанниң илкигә қайтуруңлар. Буниң билән у яман йолдин йенип, гунакар тәбиитиниң күчидин қутулуп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни қутқузулсун.


Бу сөзләрни йезиштики мәхситим, силәрни хиҗил қилиш әмәс, бәлки силәрни сөйүмлүк пәрзәнтлирим дәп қарап, силәргә тәлим бериштур.


Қериндашлар, әгәр араңларда бириниң һазирму гуна қиливат­қанлиғи байқалған болса, ишәнчтә пишип йетилгән силәр уни мулайим­лиқ билән тоғра йолға қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта өзәңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиң­лар.


— Әгәр қериндишиң гуна өткүзүп қойса, униң йениға берип гунасини көрситип бәр. Һәр қандақ иш иккиңларниң арисидила қалсун. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, униң билән яришивалған болисән.


Рәббимиз маңа силәрни бәрбат қилиш үчүн әмәс, йетилдүрүш үчүн бәргән һоқуқ билән йениңларға барғинимда, силәргә қаттиқ муамилидә болуп қалмаслиғим үчүн, йениңларға бериштин бурун бу хәтни яздим.


Рәббимиз тәрипидин маңа берилгән әлчилик һоқуқи силәрни набут қилиш үчүн әмәс, бәлки роһий җәһәттә йетилдүрүш үчүн берилгән. Шуңа бу һоқуқ билән артуқ махтансамму, һәргиз хиҗаләт болмаймән.


Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


Лекин силәр, қериндашлар, яхши ишларни қилиштин бошашмаңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite