13 Лекин силәр, қериндашлар, яхши ишларни қилиштин бошашмаңлар.
Роһуңлар чүшүп, җасаритиңларни йоқатмаслиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң гунакарларниң шунчә хорлашлириға қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигини ойлап көрүңлар.
Худа рәһим-шәпқити билән бу хизмәтни бизгә бәргән екән, җасаритимизни йоқатмаймиз.
Шуңа җасаритимизни йоқатмаймиз. Тенимиз барғансири харап болсиму, роһумиз күндин-күнгә йеңиланмақта.
Шундақ, сән сәвир-тақәт қилдиң, Маңа ишәнгәнлигиң сәвәвидин келип чиққан җапа-мәшәқәткә бәрдашлиқ бәрдиң вә һармидиң.
Худаниң силәрни Өз пәрзәнтлирим дәп илһамландуридиған Муқәддәс Язмилардики мону сөзлирини унтудуңларму? «Пәрзәндим, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, Әйиплишидин роһсизланма,
Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивалдиңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тиришишиңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.
Һәзрити Әйса шагиртлириға бошашмастин, һемишәм дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида йәнә бир тәмсил сөзләп бәрди:
Мән шуниңға дуа қилимәнки, Худа тоғрисидики билимиңлар вә даналиғиңларниң ешиши арқилиқ меһир-муһәббитиңлар барғансири ешип барсун.
Һемишәм сәвирчанлиқ билән яхши әмәлләрни қилип, Худадин шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә өзиниң мәңгүлүк моҗутлуғини издигәнләргә У мәңгүлүк һаят бериду.
Пүткүл мәвҗудат Әйса Мәсиһкә тиз пүккәндә, Худа Оғли, йәни Әйса Мәсиһму пүткүл мәвҗудатни Өзигә тиз пүктүрүп бәргән Худаға тиз пүкиду. Шу чағда Худа һәммигә нисбәтән һәқиқәтән башқурғучи болиду.
Бирақ уларни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә уларға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.