12 Бундақларға Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, теч яшап, әмгигиңлар билән нан тепип йәңлар.
Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар.
Бурун оғрилиқ қилғанлар әнди оғрилиқ қилмисун. Әксичә икки билигигә тайинип садақәтмәнлик билән ишлисун. Тапқинидин һаҗәтмәнләргә бөлүп бәрсун.
Һеч кимниң ненини бекарға йемигән едуқ. Биз һеч қайсиңларға еғирчилиғимизни салмаслиқ үчүн тиришип-тирмишип, кечә-күндүзләп ишлигән едуқ.
Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивалдиңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тиришишиңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.
Күндилик йемәклигимизни бәргәйсән.
болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүнимән. Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду.